Олимпик мәшилини қарши елиш паалийити еғир бихәтәрлик тәдбирлири астида елип берилди


2008.03.31

Алдинқи күни гретсийиниң афина шәһиридә хитай олимпик тәшкилләш комитетиға тапшуруп берилгән олимпик мәшили дүшәнбә күни әтигән хитайниң бейҗиң шәһиригә йәткүзүлгән.

Бирләшмә агентлиқида көрситилишичә, мәшәл бейҗиң айродромдин тйәнәнмен мәйданиға йәткүзүлгичә хитай сақчи вә қораллиқ сақчи қисимлири мәшәл тошулидиған асаслиқ йолға кириш еғизлирида вә көврүкләрдә тосуқ қуруп бихәтәрлик тәдбирләрни күчәйткән.

Униңдин башқа, тйәнәнмен мәйданидики икки метро бекити тақалған вә нурғунлиған сақчилар метро бекәтлиридә қаравуллуққа турғузулғандин башқа, сақчилар велисипит вә пиядиләр йолиниму тақап йолучиларни паалийәт мәйданидин бир километир даиридә тосуп қалған.

Дүшәнбә күни әтигәндә тйәнәнмен мәйданида бейҗиң олимпик мәшилини қарши елип олимпик мәшилини йәткүзүш мурасимида хитай президенти ху җинтав сөзгә чиққан вә олимпик мәшилини йәткүзүш паалийитиниң рәсим башланғанлиқини җакарлиған.

Мәшәл хитай сиртидики 21 шәһәрдә тохтап өтидиған болуп, дүшәнбә күни бейҗиңда бир күн турғандин кийин сәйшәнбә күни қазақистанниң алмата шәһиригә йәткүзүлиду.

Мөлчәрлинишичә, алмута, истанбул, вә санпетербург шәһәрлиридә олимпик мәшилигә әгишип елип бериливатқан бейҗиң олимпикигә наразилиқ билдүрүш паалийәтлири қанат яйдурулмаслиқи мумкин, әмма мәзкур мәшәл лондон, париж вә санфрансско шәһәрлиригә кәлгәндә кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә тибәтни һимайә қилғучи тәшкилатларниң еғир тосқунлуқиға учриши мумкин икән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.