Хитай, олимпик йиғининиң мәшәл йеқиш мурасимидики паракәндичиликни әйиблиди


2008.03.25
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитай һөкүмити, дүшәнбә күни гретсийиниң пайтәхти афенадики олимпийә теғида өткүзүлгән 2008‏ - йиллиқи бейҗиң олимпик мусабиқисиниң мәшилини йеқиш мурасими җәрянида кишилик һоқуқ паалийәтчилири тәрипидин елип берилған наразилиқ һәрикитини номуссиз бир һәрикәт дәп әйиблиди.

Дүшәнбә күни мәзкур мурасим җәрянида, қоллирида бәш чәмбәрлик олимпик грибиниң орниға бәш койза қоюлған қара байрақ көтәргән үч намайишчи бихәтәрлик чәмбиридин өтүп, бейҗиң олимпик тәшкилләш комитетиниң рәиси лию че нутуқ сөзләватқан бир пәйиттә, униң йениға йеқинлашқан иди.

Мәркизи париждики, чегрисиз мухбирлар тәшкилати, дүшәнбә күни, бихәтәрлик чәмбиридин өтүп, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғининиң мәшилини йеқиш мурасимини, бир мәзгил тохтатқан үч намайишчиниң мәзкур тәшкилатниң әзалири икәнликини билдүрди.

Хитай һөкүмити рәсмий баянат елан қилип, бу һәрикәтни қаттиқ әйиблигән болсиму, әмма хитай мәтбуатида мурасим җәрянида мәйданға кәлгән бу вәқә тоғрисида һечқандақ хәвәр берилмиди. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.