Хитай олимпик йиғини җәрянида чәтәллик мухбирларға қаритилған чәклимини бошаштурмақчи
2006.12.01
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң ашкарилишичә, хитай һөкүмити җүмә күни чәтәллик мухбирларға қаритилған ахбарат чәклимисини бошаштуридиған йеңи бәлгилимә чиқирип, бейҗиң олимпик йиғини тоғрисида хәвәр беридиған чәтәллик мухбирларниң саяһәт вә ахбарат әркинликини кеңәйтидиғанлиқини җакарлиди.
Йеңи бәлгилимә 2007- йили 1 - айниң1 - күнидин башлап рәсмий йолға қоюлмақчи. Бәлгилимидә чәтәллик мухбирларға хитайдики һәр қайси өлкә - аптоном районларни рухсәтсиз саяһәт қилиш вә авам пуқралар билән сөһбәт өткүзүш әркинлики берилгән.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси лю җйәнчав, йеңи бәлгилимидә чәтәллик мухбирларниң "йәрлик даириләрдин рухсәт елишқа һаҗити қалмайдиғанлиқини" билдүрди. Униң әскәртишичә, йеңи бәлгилимә тибәтни өз ичигә алған хитайдики өлкә - аптоном районларға әркин беришни өз ичигә алиду.
Лекин франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу бәлгилимә 2008 - йили 10 - айниң 17 - күни әмәлдин қалидикән. Лю җйәнчав мухбирларға мәзкур бәлгилиминиң немә үчүн 2008 - йили 17 - өктәбиргичә йолға қоюлидиғанлиқини чүшәндүрмиди.
Мәркизи париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилати 2006 - йили хитайни дуня бойичә ахбарат әркинлики әң начар дөләтләр қатариға киргүзгән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай сот мәһкимиси җасуслуқ билән әйибләнгән хоңкоң мухбириниң әрзини қобул қилишни рәт қилди
- Хитай һөкүмити олимпик мусабиқисидә чәкләнгән дора мәсилисигә дуч килиду
- Бейҗиң даирилири олимпик йиғинидин бурун бу шәһәрдики аққунларни қоғлап чиқармақчи
- Хитай сингапор "боғаз вақти гезити" ниң мухбирини 5 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди
- Чең шяңни сотлаш тамамланди, лекин сот һөкүми елан қилинмиди