Сичүәндики наразилиқ намайиши җәрянида бир намайишчи уруп өлтүрүлди


2004.11.01

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай сақчилири сичүән өлкисиниң хән йүән наһийисидә ясиливатқан пупугав су амбири сәвәбидин зиянға учириған үч йеза аһалиси тәрипидин тәшкилләнгән кәң көләмлик наразилиқ намайиши җәрянида, бир намайишчини уруп өлтүривәткән.

Хәвәрдә ейтилишичә, өткән чаршәнбә күни башланған наразилиқ намайишиға 50000 дин артуқ киши қатнашқан болуп, җүмә күни намайшчилар билән хитай сақчилири оттурисида йүз бәргән тоқунушларда бир намайишчи сақчилар тәрипидин уруп өлтүрүлгән.

Хәвәрдә ашкарилинишичә, тоқунушлардин кейин, он миңлиған киши сақчилар тәрипидин уруп өлтүрүлгән намайишчиниң җәсидини көтүрүп һөкүмәт бинасиниң алдиға кәлгән.

Хоң коңда чиқидиған алма күндилик гезитиниң билдүрүшичә, хитай компартийисиниң бир хадими намайшчиларниң шикайәтлирини тәкшүрүп чиқип мувапиқ бир тәрәп қилидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргәндин кейин, намайишчилар андин намайишни аяқлаштуруп, тарқилип кетишни қобул қилған.

Гезитниң хәвиригә қариғанда, намайшчиларниң шикайәтлириниң тәкшүрүлгән тәкшүрүлмигәнлики тихи мәлум әмәс, лекин хитай һөкүмәт даирилириниң су амбирини қоғдаш үчүн районға қошумчә һәрбий қсимларни ивәткәнлики билдүрүлмәктә.

Хәвәрләргә қариғанда, хитай һөкүмити мәзкур су амбирини ясаш үчүн 100000 кишини райондин көчүридикән. Лекин, райондики йеза хәлқиниң билдүрүшичә, өй-юртлиридин көчүрүлидиған кишиләргә берилгән төләм пули наһайити аз болуп, бу уларниң йеңи бир һаят башлишға йәтмәйдикән. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.