Хитайда бир оттура мәктәптики қатиллиқ вәқәсидә тоққуз оқуғучи өлтүрүлди
2004.11.26
Хитайниң хенән өлкиси руҗу шәһиридики бир оттура мәктәптә йүз бәргән қатиллиқ вәқәсидә, тоққуз оқуғучи вәһшиләрчә өлтүрүлди. Пәйшәнбә күни кечиси қолиға пичақ алған бир киши, хенәндики руҗу шәһәрлик 2 - толуқ оттура мәктәпниң оқуғучилар ятиқиға кирип, ухлаватқан оқуғучиларниң тоққузини өлтүргән, үчини яриландурған. Вәқәдин кейин қатил нәқ мәйдандин қечип кәткән.
Бәзи хәвәрләрдә қатилниң җүмә күни қолға чүшкәнлики илгири сурулмәктә.Бу хитайда мәктәп оқуғучилириға йеқинқи 3 ай ичидә 4 - қетим һуҗум қилиш вәқәси болуп һисаплиниду.
Бу вәқә йүз беришниң сәл алдида чаршәнбә күни бейҗиң һөкүмити шәрқий хитайда 25 нәпәр өсмүр балини пичақлиған бир хитайға өлүм җазаси бәргән иди. Хитай дөләт рәиси ху җиңтав, бу йил 9 - айда хитайдики оттура- башланғуч мәктәпләргә аманлиқ хадимлирини орунлаштуруш һәққидә буйруқ чүшүргән. Вәқә йүз бәргән руҗу шәһири, хенәнниң мәркизи җеңҗуниң ғәрбий җәнубидики көмүрчиликни асас қилидиған 920 миң нупуслуқ кичик бир шәһәр. (Әркин)