Хитай һөкүмити өлүм җазасида бу йил йәнә рекорт яратти


2005.04.05

Мәркизи лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилати сәйшәнбә күни елан қилған йиллиқ доклатида көрситишичә, хитай өлүм җазасини иҗра қилиш җәһәттики дуняви рекортини бу йил йәнә сақлап қалған.

Кәчүрүм тәшкилатиниң тәкитлишичә, 2004 - йили дуня бойичә 3797 кишиниң өлүм җазаси иҗра қилинған болуп, буниң 3400 нәпири хитайда иҗра қилинған. Буниң бойичә һесаблиғанда дуня бойичә өлүм җазаси иҗра қилинған һәр он адәмниң тоққузини җоңголуқлар игиләйдикән.

Кәчүрүм тәшкилатидики марк әллисон, " хитайда өлүм җазаси берилгән кишиләрниң сани кишини чөчитиду," дәп көрсәтти. Бирақ, бу сан йәнила әмәлийәттики сандин көп төвән һесаблинидикән. Чүнки хитай һөкүмити өлүм җазасиға һөкүм қилинған мәһбусларниң санини дөләт мәхпийәтлики, дәп қариғанлиқтин, өлүм җазасиға һөкүм қилинғанларниң һәқиқи саниға еришиш қийин икән.

2004 - Йили 3 - айда хитай хәлқ қурултийиниң бир вәкили, хитай бойичә һәр йили 10 миң кишиниң өлүм җазасиға һөкүм қилинидиғанлиқини ашкарилиған. Кәчүрүм тәшкилатиниң доклатида, хитайда тән җазаси арқилиқ еришкән иқрарнамилар кишиләргә өлүм җазаси бериштики пакит қилиниватқанлиқини тәнқидлиди. Амма бейҗиң һөкүмити, өлүм җазасини қаттиқ контрол қилидиғанлиқини билдүрмәктә. Йеқинда һәр қайси өлкә- аптоном районларниң илкидики өлүм җазасини тәдбиқлаш һоқуқини, али сотниң илкигә өткүзүвалидиғанлиқини җакарлиған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.