Хитайда намайишчиларға оқ чиқарған сақчилар аз дегәндә икки кишини өлтүрди


2005.12.06

Гуаңдуңниң шәнвей районида сәйшәнбә күни сақчилар намайишчиларға оқ чиқирип, аз дегәндә икки кишини өлтүрди, сақчиларниң оқида яриланған бир киши доңҗю дохтурханисида қутқузулмақтикән.

Тоқунуш доңҗю йезидики пуқраларниң шу җайдики електир истансиси қурулуши билән болған йәр - зимин давасидин келип чиққан. Вәқә шу йәрниң вақти билән сәйшәнбә күни кәч саәт 9 йеримларда йүз бәргән болуп, тоқунуш йеза пуқралириниң даирләр билән сөзлишишкә әвәткән үч нәпәр вәкили сақчилар тәрипидин қолға елинғандин кейин партлиған.

Пуқралар қолға елинған вәкиллирини қоюп беришни тәләп қилип електир истансиси әтрапида намайиш қилған икән. Йәрлик пуқраларниң радиомизға ашкарилишичә, тәхминән 400 - 500 дәк сақчи доңҗю йезисини қоршивалған. Бәзи пуқралар 4 кишиниң өлгәнликини билдүрмәктә.

Шәнвейниң муавин шәһәр башлиқи, қошумчә шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идарисиниң мудири радиомиз билән сөзлишишни рәт қилип, " әһвални билмәймән " дәп җавап бәрди. Йәр - зимин маҗираси йеқинқи йиллардин бери хитайда һөкүмәт билән пуқралар оттурисидики әң җиддий мәсилигә айланмақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.