Хитай зиялийлири намайишчиларға оқ чиқириш вәқәсини әйиблиди


2005.12.13

Хитай чоң қуруқлуқидики 50 тин артуқ алимлар вә зиялилар сәйшәнбә күни интернет арқилиқ очуқ хәт елан қилип, гуаңдоңдики доңҗу йезида сақчиларниң намайишчиларға оқ чиқириш вәқәсини әйиблиди вә даириләрниң вәқә үстидин тәкшүрүш елип беришини тәләп қилди. Улар вәқәдә өлгәнләрниң исмини елан қилиш, өлгәнләргә төләм - төләш вә җавапкарларни сүрүштүрүшни тәләп қилған.

Очуқ хәттә " биз җоңго һөкүмитиниң вәқәни ашкарә чүшәндүрүш вә ениқлаштин өзини қачурғанлиқини, ахбарат органлириниң бу тоғридахәвәр беришигә хәклимә қойғанлиқини әйипләймиз," дәйду.

Хитай ташқи ишлар министирлики, доңҗу йезисида 3 намайишчиниң сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлгәнликини етирап қилди. Даириләр намайишчиларға оқ чиқарған сақчиниң қолға елинғанлиқини елан қилған болсиму, әмма йәрлик пуқралар буниңға гуман билән қаримақта.

Шйәнвей шәһәрлик һөкүмәт дүшәнбә күни намайишчиларға оқ чиқарған сақчини " өзини қоғдиған", дәп ақлиған иди. Йәрлик қаналлар даириләрниң давамлиқ адәм тутиватқанлиқини хәвәр қилған. Очуқ хәттә " демократик вә әркин асаси қанун сестимиси, очуқ сияси муһит вә охшимиған мәнпәәт тоқунушларни ашкарә ипадиләшкә йол қоюлмиғичә, хитайда бу хил иҗтимаий тоқунушларниң тинч йоллар билән һәл болуши мумкин әмәс," дәйду.

Очуқ хәткә лю шявбо, дең зилин қатарлиқ затлар имза қойған болуп, йәрлик пуқралар өлгәнләрниң 20 гә йетидиғанлиқини, дүшәнбә күни 9 пуқраниң қолға елинғанлиқини билдүрмәктә. Бу сан һөкүмәт тәрәп елан қилған сандин зор дәриҗидә пәрқлиниду. Хитай ташқий ишлар министирлики баянатчиси чин гаң, вәқәни тйәнәнмин вәқәси билән селиштурушни рәт қилди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.