Хитай мәтбуати, сиақчилар тәрипидин өлтүрүлгәнләрниң исимлирини елан қилди
2005.12.18
Хитай мәтбуатлири йәкшәнбә күни йеқинда доңҗю йезисида, мәзкур йеза аһалиси тәрипидин елип берилған бир наразилиқ һәрикити җәрянида,хитай сақчилири тәрипидин етип өлтүрүлгән үч кишиниң исимлирини елан қилип, йеза аһалиси билән хитай сақчилири оттурисида қанлиқ тоқунушниң келип чиқиш сәвәблири һәққидә мәлумат бәрди.
Кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә паалийәтчилири хитай һөкүмитидин -6 декабир күни доңҗю йезисида хитай сақчилири тәрипидин өлтүрүлгән кишиләрниң исимлирини елан қилишини тәләп қилған иди. Хитай һөкүмити мәзкур вәқәдә үч кишиниң өлгәнликини баян қилмақта. Әмма йеза аһалисиниң ейтишичә, наразилиқ һәрикити җәрянида хитай сақчилири тәрипидин өлтүрүлгән намайишчиларниң сани 20 кишигә йетидикән. Хәвәрләргә қариғанда, хитай сақчилири вәқәдә өлгән бәзи кишиләрниң аилилиригә, әгәр дәрһал көйдүривитишкә мақул десә, җәсәтни тапшуруп беридиғанлиқини ейтқан.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай рәһбәрлири доңҗю йезисида йүз бәргән вәқәдин қаттиқ әндишә қилип, наразилиқ һәрикити җәрянида намайишчиларға оқ чиқарған сақчи қисимлириниң қоманданини тутудиғанлиқини, йеза аһалисиниң тәләплирини орундайдиғанлиқини билдүргән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Гуаңдоңда һөкүмәт билән пуқра оттурисида йүз бәргән қанлиқ тоқунуш
- Хитай зиялийлири намайишчиларға оқ чиқириш вәқәсини әйиблиди
- Хитайда он миң киши наразилиқ намайиши өткүзди
- Хитай һөкүмити сақчиларниң намайишчиларға оқ чиқириш вәқәсини етирап қилди
- Хитайда намайишчиларға оқ чиқарған сақчилар аз дегәндә икки кишини өлтүрди