Хитай компартийисиниң юқири дәриҗилик бир аял әмәлдари өлүм җазасиға һөкүм қилинди
2005.12.16
Хитай мәтбуатлириниң җүмә күни хәвәр қилишичә, хитай компартийисиниң өлкә дәриҗилик бир аял әмәлдари хитай сот мәһкимиси тәрипидин пара елиш җинайити билән әйиблинип өлүм җазасиға һөкүм қилинған.
Хейлоңҗяң өлкилик парткомниң муавин секретари хән гуйҗи пәйшәнбә күни бейҗиң шәһәрлик 1 - оттура хәлқ сот мәһкимиси тәрипидин өлүмгә һөкүм қилинип, икки йил кечиктүрүп иҗра қилиш җазаси берилгән.
Хән гуйҗи, тәптиш даирилири тәрипидин 1992 -йилдин 2002 - йилғичә 7 милйон йүән пара елиш билән әйибләнгән болуп, сот мәһкимиси тәптиш даирилириниң әйиблишини қобул қилған. Хән гуйҗи, әйни чағда өлкилик парткомниң муавин секретари болуш билән биргә, өлкилик сияси мәслиһәт кеңишиниң рәиси иди.
Хитай компартийисиниң 69 милйон әзаси ичидә аяллар 18 % ни игилисиму, әмма сияси биюрониң 9 кишилик даимий әзалири ичидә аяллар йоқ. Хән гуйҗи, хитай сот мәһкимиси тәрипидин хиянәтчилик қилиш, пара елиш билән сотланған өлкә дәриҗилик бирдин бир әмәлдар әмәс. Уйғур аптоном райониниң сабиқ муавин рәиси аман һаҗиму, нөвәттә ләнҗу оттура хәлқ сот мәһкимиси тәрипидин гәнсуда сотланмақта. Сот мәһкимисиниң униң һәққидики һөкүми һазирғичә елан қилинмиған болсиму, әмма көзәткүчиләр аман һаҗиниң немә үчүн гәнсуда сотланғанлиқиға гуман билән қаримақта.
Бәзи көзәткүчиләр, аман һаҗини аптоном район парткоминиң ичкий қисмидики сиясий күрәшниң қурбани, дәп қарайдикән. Бу көз қараштикиләр, чүнки у ваң лечүәнниң чишиға тегип қойған болуши мумкин, дәп қаримақта. Хән гуйҗи билән биргә хейлоңҗаң өлкисиниң сабиқ өлкә башлиқи тйән феңшәнму сотланған , униң соти сәйшәнбә күни башланди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай алий сот мәһкимиси келәр йилдин башлап өлүм җазаси әрзлирини ашкара көрүп чиқиду
- Хитай алий сот мәһкимиси өлүм җазасини азайтиш керәкликини ейтти
- Хәлқара тәшкилат: чириклик намратлиққа сәвәб болмақта
- Хитай һөкүмити өктичи пиң миңгә муддәтсиз қамақ җазаси бәрди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайни өлүм җазаси һәққидики ислаһатини тезлитишкә чақирди