Лю ренвен: хитайда йилиға оттура һисаб билән 8 миң адәм өлүм җазасиға һөкүм қилиниду


2006.03.03

Җуңго иҗтимаий пәнләр акадимийисиниң тәтқиқатчиси лю ренвен йеқинда хитай бойичә йилиға оттура һисаб билән 8 миң мәһбусниң өлүм җазасиға һөкүм қилинип етип ташлинидиғанлиқини җакарлиди. Чәтәл мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, лю ренвен сот мәһкимилириниң доклати вә өзиниң тәтқиқати бойичәчиқарған хуласисигә асасән "мениңчә бир йилда 8 миң адәм етип ташлиниду. Бирақ бу мениң пәризим. Бу тоғра болмаслиқиму мүмкин " дәп тәкитлигән.

Бу сан хитайдин башқа дуня бойичә өлүм җазаси йолға қоюлған барлиқ дөләтләрдә бу бир йил ичидә иҗра қилинған өлүм җазалириниң омуми санидин нәччә һәссә көп. Хитай даирилириниң қаришичә, җуңгода өлүм җазасиға һөкүм қилинғанларниң сани дөләт мәхпийәтлики һесаблиниду. Шуңа бейҗиң даирилириниң бу җәһәттә елан қилған мәлуматлири билән тәрәпсиз мәнбәләр елан қилған санлиқ мәлуматларда зор пәрқләр мәвҗут.

Өткән йили хитай хәлқ қурултийиниң бир вәкили, хитайда өлүм җазасиға һөкүм қилинғанларниң сани йилда 10 миңға йетидиғанлиқини елан қилған. Лю ренвен , җуңго һөкүмитиниң өлүм җазасиға һөкүм қилинғанларниң санини йошуруш һәрикитини "мениңчә бу әхмәқанә бир усул " дәп тәнқид қилди.

Гәрчә хитай һөкүмити өткән йили җуңго бойичә зораванлиқ җинайәтлириниң сани азайғанлиқини җакарлиған болсиму, лекин чәтәл тәтқиқат органлириниң тәкшүрүшичә, өткән йили хитай пуқралири ичидә өзини бихәтәр, дәп қарайдиған кишиләр сани азайған.

Җуңгода уйғур аптоном райони хитай бойичә сиясий мәһбусларға өлүм җазаси берилидиған вә өлүм җазалири бир қәдәр көп иҗра қилинидиған бирдин бир район болуп һесаблиниду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.