Хәлқара кәчүрүм тәшкилати явропа иттипақини өлүм җазасини әмәлдин қалдуруш җәһәттә хитай вә башқа асия дөләтлиригә бесим ишлитишкә қистиди
2007.05.28
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, явропа иттипақини явропа иттипақи вә асия дөләтлири ташқи ишлар минстирлири сөһбитидә, өлүм җазасини әмәлдин қалдуруш җәһәттә хитай вә башқа асия дөләтлиригә бесим ишлитишкә қистиди.
Кәчүрүм тәшкилати германийә ташқи ишлар министири фирәнк - валтер стейинмейер (Frank- Walter Steinmeier) гә йоллиған мәктубида, хитай вә асия дөләтлирини өлум җазасини әмәл қалдурушта " алаһидә тиришчанлиқи көрситиш" кә далаләт қилип: "асия йәнила өлум җазаси йүргүзүштә башламчи қитә сүпитидә мәвҗут болуп турмақта. Есиш, етиш вә окул уруш қатарлиқлар уларниң типик мисалидур" дәп тәкитлиди.
Икки кун давам етидиған бу нөвәтлик явропа- асия дөләтлири баш министирлириниң учришиши германийиниң һамбург шәһридә ечиливатиду. Бу учришишта, кишилик һоқуқ, һава-килимат өзгириши, сода-енергийә мунасивәтлирини күчәйтиш вә хәлқаралиқ мәсилиләрдин иран, корийә ядро қорулуши қатарлиқлар негизлик оттуриға қойилиду.
Кәчүрүм тәшкилати, сингапорниңму өлум җазаси йүргүзүши дуня буйичә алдинқи қатарда туридиғанлиқини қәйт қилди вә хитайда иҗра қилиниватқан "мәхпий қәтли қилиш" ни қаттиқ әйиблиди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати явропа ишханиниң башлиқи, дик остиң (Dick Oosting), нурғунлиған асия дөләтлириниң террорлуққа қарши туруш вә зәһәрлик чекимликкә зәрбә бериш һәрикәтлирини өлум җазаси йүргүзүштики козур қилип ишләткәнликини көрсәтти.
Униңдин башқа кәчүрүм тәшкилати стейинмейерни йәнә, карбон төт оксидиниң атмосфераға қоюп берилишини кемәйтиш җәһәттә хитай вә һиндистанға бесим ишлитишкә чақирди.(Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қаримай вақәсиниң һәқиқий маһийити ашкариланди
- Хитай қанун даириси ичидә имкан қәдәр өлүм җазасини аз иҗра қилмақчи
- Хитайда һәр йили 30 дәк киши хата һөкүмгә учрайду
- Хитай хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң тәшәббүсигә қаримастин өлүм җазасини сақлап қалидиғанлиқини билдүрди
- Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң өлүм җазасини бикар қилишини тәләп қилди
- Хитай алий сот мәһкимиси өлүм җазаси беришни бекитиш һоқуқини қайтурувалди
- Чиңхәйдә қораллиқ лүкчәкләргә өлүм җазаси бериш һәққидики һөкүм қайтидин күчкә игә болған
- Хитайниң юқири дәриҗилик бир әмәлдари тәйвәнгә җасуслуқ қилиш сәвәбидин өлтүрүлди