Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң өлүм җазасини бикар қилишини тәләп қилди
2006.11.02
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири1 - ноябир күни, хитайниң өлүм җазасини бикар қилишини тәләп қилиш билән биргә, хитайниң өлүм җазасиһәққидә елип барған ислаһатини қаттиқ тәнқид қилди.
Хитай хәлқ қурултий даими кометити сәйшәнбә күни, өлүм җазаи бериш һоқуқини бир туташ хитайниң әң али сот мәһкимиси тәрипидин иҗра қилишни қарар қилған иди.
Нйоркта турушлуқ кишилик һоқуқни күзүтүш тәшкилати баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң һәр йили өлүм җазаси иҗра қилинған адәм санини тоғра елан қилишини тәшәббүс қилди.
Хитай өлүм җазасини әң көп иҗра қилидиған дөләтләрниң бири болуп, хитайда чирклик вә булаңчилиқ қатарлиқ җинайәтләрни садир қилғучиларму өлүм җазаси билән өлтүрүлду.
Хитайниң халиғанчә өлүм җазаси иҗра қилиш қилмиши, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә дуч кәлмәктә. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң билдүришичә, 2004 - йили хитайда иҗта қилинған өлүм җазасиниң сани 3400 қетимға йәткән болуп, бу дуняниң башқа җайлиридики дөләтләрдә иҗра қилинған омумий сандин хели көп ешип кәткән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай алий сот мәһкимиси өлүм җазаси беришни бекитиш һоқуқини қайтурувалди
- Чиңхәйдә қораллиқ лүкчәкләргә өлүм җазаси бериш һәққидики һөкүм қайтидин күчкә игә болған
- Хитайниң юқири дәриҗилик бир әмәлдари тәйвәнгә җасуслуқ қилиш сәвәбидин өлтүрүлди
- Хитай өлүм җазаси берилгән делоларға очуқ сот ечишни қарар қилди
- Алий сот мәһкимиси: җуңго төвән сәвийилик мәдәниләшкән җәмийәт