Хитайда бир дохтурханида йүз бәргән от апитидә 39 адәм өлди
2005.12.16
Хитайниң җилин өлкиси лявйүән шәһиридики бир дохтурханида пәйшәнбә күни от апити йүз берип, җүмә күнигичә аз дегәндә 39 адәм өлди. Вәқә лявйүән мәркизи дохтурханисида йүз бәргән. Өлгәнләрниң 24 нәпири от апити йүз бәргән нәқ мәйданда өлгән болуп, қалғанлар дохтурханиға елип берилғандин кейин һаятидин айрилған.
Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, нөвәттә лявйүән мәркизи дохтурханисидин йөткәп апирилған 180 дин артуқ бимар, лявйүәндики 7 дохтурханиға тарқақлаштурулған болуп, бимарлар арисидики 20 дин артуқ кишиниң әһвали еғир икән.
Буниңдин сирт лявйүән дохтурханисидики дохтур вә сестиралардин 10 дәк киши от апитидә яриланған. От апитиниң сәвәби һазирғичә елан қилинмиди. Даириләр вәқәдә келип чиққан маддий зиян, адәм чиқим болуш әһвали вә вәқәниң сәвәблири үстидә тәкшүрүш елип бармақтикән.
Вәқә йүз бәргән дохтурхана ляв йүән шәһири бойичә әң чоң дохтурхана болуп, от апити йүз бәргәндә дохтуханида 245 нәпәр бимар бар икән. От апитидә дохтурханиниң биринчи қәвитидин 4 - қәвитигичә болған арилиқ еғир вәйранчилиққа учриған. Хитай дуня бойичә тасадипи вәқәләрдә адәм өлүш әһвали әң еғир дөләт болуп һесаблиниду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Лоңваң деңиз чапқунида аз дегәндә 50 адәм өлди
- Хитайдики кәлкүн апитидә аз дегәндә 47 киши өлди
- Хитайдики көмүр кан һадисилиридә алтә һәптә ичидә 700 ичи өлди
- Хитайда оттуриға чиққан сирлиқ кесәлликтә өлгәнгәнлар сани 24 гә йәтти
- Хитайда тәбиий апәтләр түпәйлидин өлгәнләр сани күндин - күнгә көпәймәктә