Б д т доклатида хитайда бовақларниң өлүш нисбитиниң юқирилиқини ашкарилиди


2005.09.07

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йиллиқ инсанлар тәрәққияти доклатидин мәлум болушичә, гәрчә хитайниң иқтисадий тез тәрәққий қиливатқан болсиму, бирақ бовақларниң өлүш нисбити кәмбәғәл йеза районлирида йәнила юқири икән.

Чаршәнбә күни елан қилинған бу доклатта көрситилишичә, һәтта бингалға охшаш кәмбәғәл дөләтләрниң бовақларниң өлүш нисбитини азайтишиму, хитайдин тез икән.

Бейҗиң вә шаңхәйгә охшаш чоң шәһәрләрдә, гәрчә бовақларниң өлүш нисбити төвән болуп, һәр миң боваққа сәккизи тоғра кәлсиму, бирақ гүйҗуға охшаш кәмбәғәл өлкиләрдә һәр тирик туғулған миң бовақниң ичидин 60 и өлүп кетидикән. Бу нисбәт африқидики намрат дөләтләрниң сәвийисигә тоғра келидикән.

Доклатниң аптори арунабха хошниң ейтишичә, бу хил әһвал көрүлүшиниң асаслиқ сәвәби дөләтләр иқтисадий тәңпуңсизлиқларни йоқ қилишқа йитәрлик күч чиқармиған.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йиллиқ инсанлар тәрәққияти доклати шундақла йәнә, дунядики 177 дөләтни пуқраларниң яшаш шараити вә тәрәққият әһвалиға асасән рәткә турғузған болуп, хитай 85 - орунда туридикән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.