Хитайниң қирғинчилиқ олимпики
2008.01.25
24- январ күни ню-йорк вақит гезитидә "хитайниң қирғинчилиқ олимпики" намлиқ бир парчә мақалә бесилған болуп, мәзкур мақалидә, гәрчә хитай, 2008- йили олимпик йиғинини икки әсиргә созулған аҗизлиқ, намратлиқ вә ар-номуслириниң аяғлашқанлиқини тәбрикләш мурасими сүпитидә мәйданға чиқиришни үмид қиливатқан болсиму, әмма хитай рәһбәрлириниң ирқий қирғинчилиқ йүз бериватқан дарфур райониға бирләшкән дөләтләр бихәтәрлик сақлаш қисимлириниң киришигә сәл қарап бу райондики ирқий қирғинчилиқниң давамлиқ йүз беришигә қутратқулуқ қилип, бу нөвәтлик олимпиккә дағ чүшүргәнлики көрситилгән вә: " нәтиҗидә бу нөвәтлик олимпикни қирғинчилиқ олимпики дәп нам беришкә тиришиватқан дуня характерлик паалийәтләрни мәйданға кәлтүрмәктә" дәп йезилған.
Хитайниң йүзини төкүш вә хитайни мәсулийәтчан рол елишқа қисташ
Мақалидә,гәрчә буларни 2008- йиллиқ бейҗиң олимпикини байқут қилиш дәп ейтқили болмисиму, әмма тәнһәрикәтчиләр вә авам хәлқниң ортақ һалда байрақ, лозунка вә йәң бәлгилирини тақишип, дарфур қирғинчилиқиға қарши хитай әлчиханилиринңи алдида елип бериливатқан намайишлар, қилмишлири учун хитайниң йүзини төкүш вә хитайни хәлқара сәһнидә мәсулийәтчан рол елишқа қисташ , шуниң билән олимпиктин пайдилинип дарфурда йәнә йүзлигән, миңлиған бигунаһ өлүм-йетимниң алдини елишқа нисбәтән кишиләрниң тонушиниң өскәнликидин дерәк беридиғанлиқи көрситилгән.
" Бейҗиң һөкүмити ирқий қирғинчилиқини қоллап кәлмәктә"
Мақалидә йәнә , хитай һөкүмитиниң суданниң нефит байлиқлириға йол ечиш үчүн судан һөкүмити дарфурда елип бериватқан қирғинчилиқни қоллап келиватқанлиқи көрситилип: бейҗиң һөкүмити 21- әсирдики тунҗи ирқий қирғинчилиқни иқтисади җәһәттин қоллап, дипломатик җәһәттин қоғдап вә қорал ярақ җәһәттин ярдәм қилип кәлди" дәп йезилған.
Мақалидә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң санлиқ мәлуматлиридин нәқил кәлтүрүлүп, 2005- йилила хитайниң судан һөкүмитигә 83 милйон долларлиқ һәрбий ярақ , айропилан вә запчасларни сетип бәргәнлики, йеқинқи санлиқ мәлуматларға қариғанда , хитайниң суданға йәнә A- 5 типлиқ бомбардиманчи айропилан, тикучар, K - 8 типлиқ мәшиқ вә һуҗум айропиланлирини һәмдә суданниң өткән йили чадқа бастуруп киришидә ишлитилгән йеник типтики бәзи қоралларни сетип бәргәнлики уттуриға қоюлған.
Николас кирстоф : " бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йүзи төкүлүши мумкин"
Мақалә аптори бу йәрдә, хитай һөкүмитиниң өзиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишидики қарши биләт ташлаш һоқуқидин пайдилинип бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң судан һөкүмитигә қарши һәрикәт қоллинишиға тосқунлуқ қилип кәлгәнликини көрситип буниңдин: " бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға вәйран қилиш характерлик йүзи төкүлүш хәтири" елип келидиғанлиқи һәққидә агаһландуруш бәргән.
Мақалә аптори николас кирстоф әпәнди, ню-йорк ват гезитиниң сиясий тәқризчиси болуп, у мақалисидә суданниң дарфур районидики бастуруш һәрикитини давамлаштуруш вә бирләшкән дөләт тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлириниң суданға киришиниң алдин елишта нәтиҗә қазинишидики сирниң хитай һөкүмитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики тәсиридин пайдилинип депломатик арқа терәк болушида икәнликини көрсәткән вә буларға мисал сүпитидә судан армийисиниң бу йил 7- январда бирләшкән дөләтләр тәшкилати тинчлиқ сақлаш қисимлири дәп ениқ бәлгә тақиған тинчлиқ сақлаш қисимлириға пистирма қуруп һуҗум қилғанлиқи, шветисйә, норвегийә, непал, тайланд қатарлиқ дөләтләрниң суданға киргүзүлидиған тинчлиқ сақлаш қисимлириға қатнишишиниң алдини алғанлиқини вә мушу айниң бешида суданда хизмәт қиливатқан америка дипломати җон гранвилниң хартумда қәсткә учриши қатарлиқларни оттуриға қойған.
Мақалиниң ахирқи қисмида, хитай олимпикини " қирғинчилиқ олимпики" дәп атап униңға қарши һәрикәтләр башланғандин кейин , хитайниң суданниң дарфур райониға тинчлиқ сақлаш қисимлирини киргүзүш җәһәттә мәлум ярдими тәгкән болисиму, әмма хитайниң йәнила судан билән бир тәрәптә туруп кәлгәнликиниң бир аддий реаллиқ икәнлики һәтта хитай һөкүмитиниң судан армийиси б д т ниң тинчлиқ сақлаш қисимлириға пистирма қуруп һуҗум қилғандин кейинму , йәнә суданни қоллап кәлгәнликини көрситилгән.
Техиму әҗәблинәрлик йери , судан һөкүмити дарфурға җайлашқан африқа ирқидики йәрлик хәлқләргә қаратқан бастурушларда әҗәллик рол ойниған җанҗавид қораллиқ күчлириниң каттибеши муса һилални судан мәркизи һөкүмитидин орун берип йөткигән.
Хитай олимпики бир қирғинчилиқ олимпики сүпитидә қеливериду
Мақалиниң хуласә қисмида аптор , нурғун кишиләр хитайниң нәтиҗилиригә қайил болуватқан пәйтләрдә,, әмма хитайниң дарфурдики ерқий қирғинчилиққа көз юмуп инсанийәткә қарши әң еғир җинайәткә йол бериватқанлиқи адәмни ойға салиду дейилгән вә " хитай бир күчлүк дөләт сүпитидә мәйданға чиққанлиқини хәлқара миқясида тәбрикләшкә әрзисиму, әмма хитайниң ирқ вә терә реңи сәвәбидин қирғинчилиқ елип бериш қилмишлирини қорал - ярақ билән тәминләшни тохтатмиғанлиқи сәвәблик, толиму әпсуски, бу олимпик бир қирғинчилиқ олимпики сүпитидә қеливериду" дейилгән.
Судан һокумитиниң дарфур райониға қаратқан бастуруш һәрикити давамида 200 миңдин артуқ адәм өлгән вә икки йерим милйондин артуқ адәм маканлиридин айрилип мусапир болуп кәткән иди.
юқиридики улиништин, мухбиримиз җүмәниң бу һәқтики мәлуматини аңлайсиз.
Мунасивәтлик мақалилар
- Бейҗиңниң һава келимати чәтәллик тәннтәрбийә маһирлирини үмидсизләндүрмәктә
- Хитайда һәр йили 100 миңдин артуқ ишчи иш үстидә қаза қилмақта
- Бейҗиң даирлири олимпик қурулуш мәйданида адәм өлүш һадисисиниң йүз бәргәнликини рәт қилди
- Хитайда кишилик һоқуқ вәзийитини күнсери начарлашмақта
- Бейҗиң һөкүмити олимпик мусабиқиси җәрянида тәнһәрикәтчләрниң пикир әркинликини чәклимәкчи
- Йеқиндин буян хитайниң кишилик һоқуқ хатириси, адәттин ташқири диққәткә сазавәр болмақта
- Хәлқара сақчи: террорчилар бейҗиң олимпик йиғиниға һуҗум қилишни пиланлиған болуши мумкин
- Хитайниң олимпик һарписидиму кишилик һоқуқни давамлиқ дәпсәндә қиливатқанлиқи ашкариланмақта