Нәнкәй университетида оқуғучилар топилиңи йүз бәрди


2007.12.26

Хитайниң тйәнҗин шәһиридики нәнкәй университетида оқуғучилар топилиңи йүз берип, нәччә миң оқуғучи машиниларни уруп чаққан вә топилаңни бастурмақчи болған сақчилар билән тоқунушқан. Мәркизи ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, алдинқи күни йүз бәргән топилаңға бир аптомобилниң мәктәп қорусида бир оқуғучини соқуветиши вә аптомобил игисиниң әпу соримайла қалмай, адәм башлап келип оқуғучиларни уруш вәқәси сәвәбчи болған болуп, оқуғучилар топлишип бу кишиләр билән елишқан.

Оқуғучилар билән вәқә түғдурғучилар оттурисидики тоқунушни бастурмақчи болуп кәлгән сақчилар, вәқә туғдурғучиларға ян басқан вә бир оқуғучини тутуп сақчи аптомобилиға солимақчи болған. Буниңдин ғәзәпләнгән оқуғучилар сақчиларға һуҗум қилип, бир сақчини уруп ятқузувәткән.

Бу җәрянда мәктәп мудириниң нәқ мәйданға кәлмигәнлики шундақла сақчиларниң вәқә туғдурғучиларни сүрүштүрмигәнликидин техиму ғәзәпләнгән оқуғучилар, вәқә түғдурғучиниң аптомобилини уруп чеқивәткән һәмдә қалаймиқанчилиқ сәйшәнбә күни әтигән сәһәргә қәдәр давамлашқан.

Ахирида нәнкәй университетиниң муавин мудири җаң җиң нәқ мәйданға келип оқуғучиларға вәқәгә қатнашқанларниң мәсулийитини сүрүштүрмәсликкә, мәктәп қорусиниң қатнаш әһвалини яхшилаш вә вәқә туғдурғучини қанун буйичә сүрүштүрүшкә вәдә қилғандин кейинла оқуғучилар ятақлириға тарқалған.

Лекин хәвәрләргә қариғанда вәқәгә йитәкчилик қилған бир оқуғучини сақчилар тутуп кәткән. Йеқинқи йиллардин бери хитай алий мәктәплиридә сақчилар билән оқуғучилар тоқунушуп қалидиған вәқәләр пат - пат йүз бәрмәктә. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.