Хитай йезилиридики оқуғучилар йәнә оқуштин тохтап қалмақта
2005.01.14
Хитай мәркизи партийә мәктипи иқтисад оқутуш вә тәтқиқат бөлүминиң тәкшүрүш доклатидин мәлум болушичә, 2004 - йили мәзкур бөлүмдики 15 оқутқучидин тәркип тапқан тәкшүрүш гурупписи хейлоңҗяң, лявниң, ички моңғул вә уйғур ели қатарлиқ районларға берип, мәзкур җайлардики йезиларда елип бериливатқан 9 йиллиқ мәҗбури маарип һәққидә мәхсус тәкшүрүш елип барған.
Мәзкур тәкшүрүш доклатида: хитай һөкүмитиниң 2000 – йили " 9 йиллиқ мәҗбури маарип асасән өз вақтида омумлашти, яш вә оттура яшлиқлар арисидики саватсизлиқ асасән түгиди һәмдә 2002 - йилида мәмликәт бойичә башланғуч вә оттура мәктәпләрниң мәктәпкә кириш нисбити 98٪ кә йәтти" дәп елан қилғанлириниң әмәлийәткә уйғун болмиғанлиқи, шундақла йезилардики оқуғучиларниң оқуштин тохтап қелиш әһвалиниң қайтилап йүз бериватқанлиқи ашкариланған.
Мәзкур тәкшүрүш доклатида йәнә һазир һөкүмәтниң пәқәт шәһәрләрдики нуқтилиқ мәктәпләрниң тоққуз йиллиқ мәҗбури маарипиғила хираҗәт берип, йезилардики мәктәпләр билән кари болмайватқанлиқи, мәҗбури маарипниң асаси чиқимини йәнила деһқанлар өзи һөддигә еливатқанлиқи мәлум қилинған.
Хитай мәркизи партийә мәктибиниң иқтисад оқутуш вә тәтқиқат бөлүми тәрипидин елан қилинған бу доклаттин мәлум болушичә, һазир хитайниң көп қисим наһийә вә шәһәрлири маарип үчүн йетәрлик мәбләғ салмиғачқа, нурғунлиған йезиларда оқуғучилар уқуштин тохтап , мәктәпләр тақилип қалидиған әһвал наһайити омумлишип кәткән. (Меһрибан)