Пакистан хитайдин 4 данә уруш парахоти сетивалмақчи


2005.04.04

Пакистан дөләт мудапиә министирлиқиниң мәлум қилишичә, пакистан йеқинда, өзлириниң узун йиллиқ қорал тәминлигүчиси хитайдин 4 данә уруш парахоти сетивалмақчи икән.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, бу сода тохтамини пакистан билән хитайниң дөләт мудапиә әмәлдарлири равалпиндида түзгән болуп, әмма пакистанниң буниңға қанчилик пул төләйдиғанлиқи яки парахотларни қачан тапшуруп алидиғанлиқи техи мәлум болмиған.

Пакистан деңиз армийисиниң қомандани шаһид қаримолла өткән йили мухбирларға қилған сөзидә, пакистан һөкүмитиниң уруш парахотлирини сетивелиш үчүн хитайдин 750 милйон америка доллири қәрз пул елишни ойлишиватқанлиқини билдүргән иди.

Хитай һөкүмити уйғур елидики мустәқиллиқ һәрикәтләрдин әндишә қилидиғанлиқи үчүн, уйғур елигә хошна дөләтләр билән болған мунасивәткә алаһидә диққәт қиливатқан болуп, пакистан, уларниң узун йиллиқ һәмкардишиға айлинип қалди. Шундақла хитай, пакистанни қорал билән тәминләйдиған әң чоң дөләт һесаблиниду. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.