Хитай 65 нәпәр шималий корийилик мусапирни қолға алди
2004.10.27
Хитай сақчи даирилири бейҗиңдики икки аилиликләр бинасиға туюқсиз бесип кирип, бу йәрдики панаһлиқ тиләшкә урунған 65 нәпәр шималий корийилик мусапирни қолға алди.
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң билдүришичә, тутқун қилинған бу шималий корийиликләр әсли чәт дөләтләрниң бейҗиңда турушлуқ әлчиханисиға яки чәтәл мәктәплиригә қечип киришни пиланлаватқан икән. Һәтта тутқун қилинғанларниң арисида уларға йол көрситиватқан икки җәнубий корийилик бар икән.
Хитай һөкүмити сәйшәнбә күни шималий корийә пуқралириниң бейҗиңдики чәтәл әлчиханилириға бөсүп кириш һәрикитиниң, хитай қануниға бузғунчилиқ қилиш һесаблинидиғанлиқини әскәртип, чәтәл әлчиханилириниң шималий корийәликләрни қанат астиға алмаслиқини тәләп қилди.
Шималий корийиликләр асаслиқи ачарчилиқ вә һөкүмранлиқ бесим түпәйлидин шималий корийидин қечишқа мәҗбур болған болуп, йеқинқи 2 ай ичидила 100 дин ошуқ шималий корийилик чәтәл әлчиханиси вә мәктәплиригә қечип киривалған. Шундақла улар һазир җәнубий корийигә меңиш тәйярлиқида турмақта. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Канада әлчиханисиға киривалған шималий корийиликләрниң тәқдири
- Канада бейҗиңдики әлчиханисиға киривалған шималий корийәлик мусапирларни тапшурушни рәт қилди
- Шималий корийиликләр бейҗиңдики канада әлчиханисиға бөсүп кирди
- 29 Нәпәр шималий корийилик бейҗиңдики бир японийә мәктивигә қечип кирип панаһлиқ тилиди