Хитайниң хенән өлкисидә парихор кадирлар җәмий бәш йерим милярд йүән хиянәт қилған
2007.01.21
Хитайда елип бериливатқан парихорлуққа зәрбә бериш һәрикити давамида, хитай партийә һөкүмәт кадирлириниң еғир парихорлуқ һәрикәтлири паш болмақта.
Хитайниң хенән өлкисиниң партийә һөкүмәт ичидә хәлқниң паш қилишиға асасән 1712 нәпәр кадир үстидин бултурдин башлап елип барған тәкшүрүштә һәр дәриҗилик чирик кадирларниң җәмий бәш милярд бәш йүз милйон йүәнгә хиянәт қилғанлиқи ашкарланған.
Қилмишши еғир болған йәттә кадирға партийә ичидә җазалаш қарар қилинғандин башқа бәш кадир әдлийә тармақлириға тапшурулған. Буниң алдида хенән өлкилик хәлқ вәкилләр қурултийиниң муавин рәиси, җиңҗу шәһриниң партком секретари болған ваң йоуҗие хизмәт қолайлиқидин пайдилинип хинянәтчилик қилиш җинайити билән әйиблинип өлүм җазасиға буйрулған иди. У хизмәт өтәш җәрянида җәмий 54 қетим парихорлуқ җинайити садир қилған, 9 милйон йүән пулға игә болған.
Нөвәттә хитайда партийә һөкүмәт кадирлириниң парихорлиқи чекидин ашқан болуп, юқури дәриҗилик партийә һөкүмәт даирилирин тартип сиясий қанун даирилиригичә кадирлириниң парихорлуқ, хиянәтчилик җинайәтлири паш болмақта. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда сәһийә хадимлириниң хизмитидин пайдилинип парихорлуқ қилиш қилмиши еғир болмақта
- Гәнсу сиясий- қанун башқармилирида төт миңдин артуқ киши җазаға учриди
- Хитайда үч йил ичидә 67 миңдин артуқ әмәлдар җазаланған
- Чириклик вә хиянәтчилик хитайға қандақ ақивәтләрни елип келиду?
- Чен ляңйүниң хиянәтчилик сәтчиликигә четишлиқ икки кишиниң хәлқ қурултийи вәкиллики бикар қилинди