Бу йил компартийә 17 - қурултийиға қатнишидиған уйғур вәкилләр сани 12 гә чүшүп қалди
2007.08.03
Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай компартийиси компартийә 17 - қурултийиға қатнишидиған вәкилләр тизимликини бекитип чиққан болуп, тизимлик җүмә күни рәсмий елан қилинди. Бу компартийә даирилириниң тунҗи қетим қурултайдин бир қанчә ай бурун қурултай вәкиллириниң исимликини елан қилишидур.
Бу қетимқи қурултайға қатнишидиған 2217 нәпәр вәкилниң ичидә пәқәт 12 орунни уйғурлар игилигән болуп, қурултай тизимликидики тибәт вә туңган вәкиллириниң сани уйғур вәкилләрниң санидин аз дегәндә 3 һәссә көп. Вәкилләр тизимликигә қариғанда уйғурларниң нопуси тибәтләрдин көп шундақла туңганлардин көп пәрқләнмисиму, лекин тизимликтики туңган вәкилләрниң сани 33 нәпәр, тибәт вәкилләрниң сани аз болғанда 36 нәпәр икән. Үниң үстигә қурултайға қатнишидиған 12 нәпәр вәкилниң % 70 дин көпрәки уйғур аптоном райони вә мәркәздә рәһбәрлик хизмити өтәватқан компартийигә садиқ дәп қаралған миллий кадирлардур.
Көзәткүчиләр қурултайға қатнишидиған вәкилләр тәркивидики бу миллий пәрқни уйғурларниң нөвәттики сияси орни билән мунасивәтлик һадисә, дәп көрсәтмәктә. "Хәлқ гезити"дә җүмә күни елан қилинған обзорчи мақалисидә қурултайниң әһмийитини тәкитләп, 17 - қурултай җуңгониң иқтисади вә тәрәққияти һәл қилғуч дәвирдә туруватқанда чақирилған муһим қурултай, дәп көрсәтти.
Бу қетимқи қурултайда һәр қайси өлкиләрниң партийә рәһбәрлик қатлими тәртипкә селиниши мумкин. Хитай мәтбуатлири, бу қетимқи қурултай ечиветиш вә ислаһат йолға қоюлғандин бери, йәрлик әмәлдарлар 3 - қетим кәң - көләмлик тәртипкә селинидиған қурултай болуп қалидиғанлиқини билдүрмәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай компартийиси 17 - қурултийида алий рәһбәрлик оргиниға йеңи кишиләр сәплиниду
- Бейҗиңда сақчилар қурултай зали сиртидики әрз қилғучиларни уруп тарқитивәтти
- Хитай компартийисиниң 16 - нөвәтлик 6 - омумйиғини 10 - айда ечилмақчи
- Икки йиғин мәзгилидә өй, хизмәт вә маарип мәсилиси амма әң көңүл бөлидиған мәсилиләр икән
- Хитай компартийиси мәркизий комитетиниң омуми йиғини йепилди
- Хитай компартийиси 16 - қурултийиниң 5 - омуми йиғини енергийә кризиси музакирә қилди
- Бав тоң, хитай рәһбәрлириниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқанлиқини әйиплиди
- "Шинҗаң вәкилләр өмики" ниң қурултайға бәргән тәклипи, уйғурларға хитай тил маарипини күчәйтиш болди