Хунәндики аптобус партлаш вәқәсини садир қилған гуманлиқ киши байқалди


2004.10.27

Хитай сақчилири чаршәнбә күни хунәндә йүз бәргән партлаш вәқәсини, буниңда яриланғанлар арисидики бир кишиниң садир қилғанлиқини дәсләпки қәдәмдә ениқлиди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, сәйшәнбә күни чаңшада йүз бәргән партлаш вәқәсидә 50 нәччә киши яриланған болуп, нөвәттә дохтурханида қутқузиливатқан 54 яшлиқ бир кишиниң бу вәқәни садир қилғанлиқи пәрәз қилинмақта.

Хитай сақчи даирилири хунәнниң хеңшән дигән йеридин кәлгән яң җиңчуән исимлик бу кишиниң, һаятқа пассип қарайдиған бир киши икәнликини көрситип, униң аилиси ичидики зиддийәтләр сәвәбидин мушундақ болуп қалғанлиқини илгири сүрди. Шундақла бу киши буниңдин бир ай илгири бир достиға йеқинда чаңшада "чоң вәқә" садир қилидиғанлиқини ейтқан икән.

Радиомиз мухбири бу мунасивәт билән чаңша шәһәрлик һөкүмәткә телефон ачқинида, нөвәтчи хадим мухбирниң сақчи даирилири билән алақилишиши керәкликини ейтип, бу һәқтә өзиниң җавап берәлмәйдиғанлиқини билдүргән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.