Хитайниң чоңчиң районидики бир чайханида партлаш йүз бәрди


2004.11.19

Хитайда чоңчиңниң тоңляң наһийиси бачүән базири шима кәнтидики бир чайханида 14 йүз бәргән бомба партлаш вәқәсидә 14 адәм өлди, 30 адәм яриланди.

Вәқә шу йәрниң вақти билән пәйшәнбә күни чүштин кейин йүз бәргән. Сақчилар җүмә күни вәқәниң сәвәбини ениқлиғанлиқини елан қилди. Хитайниң һөкүмәт зувани шинхва ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, вәқәгә шима бачүән базириниң кәнтидә яшайдиған 41 яшлардики бир кишиниң аилә маҗраси сәвәп болған . Вәқәни садир қилғучи алди билән аялини өлтүргәндин кейин чайханиға келип, бу йәрни партлатқан.

Нәтиҗидә вәқә садир қилғучини өз ичигә алған 14 адәм өлгән. Өлгәнләрниң 3 нәпири дохтурханиға елип берилғандин кейин һаятидин айрилған. Хитай ахбарат агентлиқи бачүән базиридики партлаш мәркәздики даириләр вә йәрлик әмәлдарларниң диққитини қозғиған. Сақчилар вәқә садир қилғучиниң өйидин аялиниң җәсиди билән партлатқуч буюмлирини байқиған. Бирақ сақчилар вәқә садир қилғучиниң нимә үчүн чайханини һуҗум нишани қилғанлиқини чүшәндүрмиди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.