Шәншидики кан вәқәсидә 140 тин артуқ адәм кан астида қамилип қалди


2004.11.28

Хитайниң шәнши өлкисидики ченҗяшән көмүр канида йәкшәнбә күни шиддәтлик газ партлаш вәқәси йүз берип, аз дегәндә 25 адәм өлди,140 дин артуқ адәм кан астиға қамилип қалди. Бу қетимқи вәқә хитайда йеқинқи йилларниң ичидә йүз бәргән әң еғир бир қетимлиқ кан вәқәси болуп қелиши мумкин.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, ченҗяшән көмүр кени хитай һөкүмитиниң игиликидики бир көмүр кан болуп, вәқә йүз бәргәндә кан астида мәшғулат елип бериватқан ишчиларниң сани 300ға йитидикән. Уларниң ичидин кан еғизиға йеқин җайларда ишләватқан 120 дин артуқ ишчи қутулуп чиқалиған. Нөвәттә 41 нәпәр ишчи карбун икки оксидтин зәһәрләнгәнликтин дохтурханиға елинған икән.

Хитай даирилири кан астида қамилип қалғанларни җиддий қутқузиватқанлиқини билдүргән болсиму, бу қетимқи вәқәдә өлидиғанлар саниниң аз болмайдиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

Хитайниң хенән өлкисидә өткән айда йүз бәргән бир қетимлиқ кан вәқәсидила 148 адәм өлгән иди. Хитай канлириниң бихәтәрлики кишиләрниң диққитини тартиватқан мәсилиләрниң бири. Нурғун тәнқидий қараштикиләр, хитай һөкүмитиниң пәқәт күнсери ешиватқан енергийә иһтияҗини қандурушни муһим орунға қоюп, канларниң бихәтәрликигә сәл қараватқанлиқини билдүрмәктә. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.