Хитайниң шәншидики көмүр кенида йәнә 3 қетим партлаш йүз бәрди


2004.12.02

Хитайниң шәнши өлкисидики партлаш йүз берип 166 кишиниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған чен җияшән көмүр канида пәйшәнбә күни йәнә арқа-арқидин 3 қетим партлаш йүз бәргән. Әмма адәм зәхмилиниш әһвали көрүлмигән.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң мәлум қилишичә, партлаштин кейин кан қудуғи астидики 61 нәпәр қутқузуш хадими сақ - саламәт үстигә чиққан. Әмма кан астини көп миқдарда зәһәрлик газ қаплап кәткәчкә, бу қутқузуш хадимлириниң йәкшәнбә күнидики партлашта кан астида қамилип қалған ишчиларни қутқузуш ишлириға дәхли йәткүзгән.

Мәзкур канда йәкшәнбә йүз бәргән партлаш вәқәсидә, 65 нәпәр ишчиниң өлгәнлики вә кан астида қамилип қалған 101 нәпәр ишчиниңму һаят әмәслики мәлум қилинған иди. Хитай һөкүмити бу сәвәптин шәнши өлкисиниң барлиқ юқири газлиқ көмүр канлирини тақашни буйруқ қилди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.