Хитайдики бир көмүр канда йәнә партлаш вәқәси йүз бәрди


2004.12.10

Хитайниң сәнши өлкиси яңчүән шәһири әтрапидики бир көмүр кенида җүмә күни йүз бәргән газ партлаш вәқәсидә йәнә 33 адәм өлди. Вәқә йүз бәргәндин кейин кан астида мәшғулат елип бериватқан ишчиларниң 43 нәпири кан сиртиға қечип чиққан, қалған 28 нәпәр ишчи кан астида қелип өлгән.

Бирақ кан үстигә қечип чиққан ишчиларниң 5 нәпири кан астида қалғанларни қутқузуш үчүн, кан астиға қайта чүшкәндә һаятидин айрилған. Йеқинқи йиллардин бери хитайда көмүр кан вәқәлиридә өлгән адәмләрниң сани кишини чөчитидиған дәриҗигә йәтти. Өткән айниң ахирлири шәншиниң чен җяшән районидики бир көмүр кенида йүз бәргән газ партлаш вәқәсидә 166 адәм өлгән иди. Вәқәдин кейин 300 дин артуқ хитай зиялиси , хәлқ һоқуқи паалийәтчилири хитай һөкүмитигә хәт йезип, бейҗиң даирилириниң мустәқил ишчилар уюшмиси қурушиға рухсәт қилишни, шундақла вәқәдә мәсулийити бар әмәлдарларниң җавапкарлиқини сүрүштүрүшни тәләп қилған. Хитайниң һөкүмәт тәрәп мәлуматиға асасланғанда, өткән бир йил ичидә хитай бойичә көмүр кан вәқәлиридә өлгән кишиләрниң нисбити, тасадипи вәқәләрдә өлгән кишиләр омуми нисбитиниң ٪ 80 ни игиллигән.(Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.