Чоңчиңдики бир химийә завутида партлаш йүз берип, бир адәм өлди


2005.11.24

Чоңчиң шәһири дийәнҗаң наһийисидики бир химийә завутида пәйшәнбә күни партлаш вәқәси йүз бәрди. Вәқәдә бир адәм өлди, үчи яриланди. Буниңдин сирт, зәһәрлик бинзол маддисиниң еқиш әһвали көрүлди.

Дийәнҗаң наһийилик бихәтәр ишлә &# xFB58;чиқиришни назарәт идариси мәсолиниң билдүрүшичә, партлаш мәзкур завутниң 1 - сехи қачилиған қош оксидлиқ суниң миқтари ешип кәткәнликтин келип чиққан.

Нөвәттә хитай даирилири завуттин еқип чиққан зәһәрлик бинзол суюқлиқини бир тәрәп қиливатқанлиқини, завут әтрапидики кичик ериқларни тосуп, кишиләр вә мал- чарвиларниң сү ичишини мәний қилғанлиқини билдүрмәктә. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.