Сичуәндә газ партлап 42 адәм өлди


2005.12.23

22 ‏-Декабир күни сичүән өлкисидики бир қурулуш мәйданида тәбии газ турбисиниң партлиши нәтиҗисидә аз дегәндә 42 киши өлди, 11 киши яриланди.

Роетирис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, вәқә җяңйән билән винчән шәһәрлириниң оттурисида ясливатқан таш йол үстидики тонилда мәйданға кәлгән болуп, өлгәнләрниң сани ешиши мумкин икән. Чүнки вәқә йүз бәргән җайда қутқузуш паалийәтлири давам қиливатиду. Хәвәрдә ейтилишичә, өлгән вә яриланғанларниң асаслиқ қисими қурулушта ишләватқан ишчилар икән.

Хитай дуняда иш үстидә қазалар әң көп йүз беридиған дөләт болуп, хитайдики көмүр канларда йүз беридиған партлаш, от кетиш вә су кирип кетиш вәқәлириниң өзидила һәр йили 6000 әтрапида көмүр кан ишчиси қаза қилиду.

Хәлқара әмгәк тәшкилатиниң мөлчәрлишичә, 2001 ‏-йилида хитайдики иш орунлирида 90 миңдин артуқ қаза йүз бәргән.

Бу арида хитай һөкүмити, хитайда өткән 13 ай ичидә йүз бәргән 6 дин көп көмүр кан вәқәсидә мәсулийити бар дәп икки алий дәриҗилик һөкүмәт хадими вә 96 дөләт кадири үстидин дело турғузғанлиқини билдүрди. Мәзкур көмүр кан вәқәлиридә 500 дин артуқ ишчи өлгән иди.(Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.