Ички моңғулда йүз бәргән партлаш вәқәлиридә аз дегәндә 5 адәм өлди
2006.12.29
Ички моңғолниң уланчаб шәһири җиниң районидики алаһиләр раюнида пәйшәнбә күни - арқидин партлаш вәқәлири йүз берип, аз дегәндә 5 адәм өлгән, 9 адәм яриланған. Шу җайдики сақчилар җүмә күни партлаш вәқәлири бир қанунсиз тәшкилат тәрипидин елан берилғанлиқини җакарлиди.
Хитайниң һөкүмәт мәтбуатлирида әскәртишичә, партлаш вәқәлириниң мәркизи җиниң районидики бир иҗаригә берилгән өйдә мәйданға кәлгән. Өй иҗаригә алған киракәш сәншиниң линфен, дегән җайидин кәлгән әр киши икәнлики билдүрүлди.
Партлашта өлгәнләрниң иккиси қанунсиз партлатқуч капсули ясайдиған ялланма ишчилар болуп, қалған 3 киши уларниң хошнилири икән. Сақчилар вә қутқузуш хадимлириниң әскәртишичә, улар нәқ мәйдан вә униң әтрапидин 300 килограм партлатқуч дора, зор миқтарда капсул вә партлатқуч бомба ясайдиған буюмларни байқиған. Лекин хитай даирилири бу қетимқи партлаш вәқәлирини пәйда қилған қанунсиз тәшкилатниң йәтмәкчи болған мәқсити нимә икәнлики үстидә тохталмиди. (Әркин)
- Хитай өлкилиридә, бир нәччә күн ичидила 85 нәпәр кан ишчиси қаза қилди
- Моңғулийә баш министири уйғур аптоном районини зиярәт қилди
- Сәнши өлкисидә бир деһқанниң торалғусида партлаш йүз берип 47 адәм өлгән
- Хитайда йүз бәргән партлашта 11 киши өлди
- Ләнҗудики бир нефит химийә завутида партлаш вәқәси йүз бәрди