Хитай һөкүмити, әмгәк билән өзгәртиш лагирида йетиватқан шаңхәйлик аялниң тинчлиқни бузғанлиқи үчүн бу җазаға учриғанлиқини билдүрди
2005.01.10
Хитай һөкүмити дүшәнбә күни, америка һөкүмәт хадимлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң, шаңхәйдә мав хеңфең исимлик бир хитай аялниң хитай һөкүмитиниң пиланлиқ туғут сияситигә қарши паалийәт елип барғанлиқи үчүн, әмгәк билән өзгәртиш лагириға әвәтилгәнлики тоғрисидики хәвәрлирини рәт қилди .
Хитай һөкүмити елан қилған бир баянатида, мав хеңфеңниң хитай һөкүмитиниң пиланлиқ туғут сияситигә қарши чиққанлиқи үчүн әмәс, қалаймиқанчилиқ чиқирип, тинчлиқни бузғанлиқи үчүн әмгәк билән өзгәртиш лагириға әвәтилгәнликини билдүрди.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң хадимлири вә мәркизи америкиниң нйо-йорк шәһиридә болған хитайдики кишилик һоқуқ тәшкилати, мав хеңфеңниң 1980 - йиллири иккинчи балисиға һамилә болғинида ишидин қоғланди қилинғанлиқини вә хитайниң пиланлиқ туғут сияситигә қарши чиққанлиқи үчүн тән җазаси қатарлиқ нурғун зиянкәшликкә учриғанлиқини билдүргән .
Әмма хитай һөкүмити баянатида, мавниң 1989 - йили үчинчи балисиға һамилә болғанлиқи үчүн әмәс, 16 күн сәвәбсиз ишқа кәлмигәнлики үчүн иштин чиқирилғанлиқини тәкитлиди.
Баянатта билдүрүлүшичә, мав 2003 - йили май вә өктәбир айлирида, нәччилигән сот идарилирида қалаймиқанчилиқ чиқирип, җамаәт аманлиқини бузған .(Қанат)