Хитайниң туғутни контрол қилиш сияситидә өзгириш болмайдикән
2005.09.19
Хитай даирилириниң әскәртишичә, хитайниң нөвәттики пиланлиқ туғутни қаттиқ контрол қилиш сияситидин ваз кечиш пилани йоқ икән. Хитайниң һөкүмәт зувани шинхуа ахбарат агентлиқи, җоңго һөкүмитиниң 2010 - йилғичә хитай нопусиниң бир милярд 370 милйон әтрапида контрол қилиш пилани барлиқини билдүрди.
Хитай пиланлиқ туғут комитетиниң мудири җаң вейчиң, хәлқара кишилик һоқуқ органлири тәрипидин тәнқидкә учраватқан хитай пиланлиқ туғут сияситини ақлап, "җоңго һөкүмити пиланлиқ туғут сияситини қәти иҗра қилғанлиқтин, җоңго иқтисадиниң тәрәққияти тиз болди," дәп әскәрткән. У, бу сөзни чиңдавда чақирилған пиланлиқ туғут сияситигә даир бир муһакимә йиғинда қилған.
Йиғинда хитай һөкүмити пиланлиқ туғут сияситиниң өзгәрмәйдиғанлиқини җакарлиған. Әмма мутәхәссисләр, бу сиясәт хитайда еғир иҗтимаий мәсилиләрни туғдуриватиду, дәп агаһландурмақта.
Әнгилийидә чиқидиған "йеңи енгланд" жрнили, хитайниң пиланлиқ туғут сияситини " заманға мас кәлмәйду," дәп тәнқидлиди. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири болса бу сиясәт кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатиду, дәп әйиблимәктә.
Бу йилниң башлирида уйғур аптоном райониниң рәиси исмайил тиливалди, 9 - бәш йиллиқ пилан ичидә уйғур аптоном райони бойичә 3 милйон бовақниң кам туғулғанлиқини җакарлиғандин кейин, бу уйғур тәшкилатлирини ғәзәпләндүргән иди.
Мутәхәссисләрниң агаһландурушичә, бу сиясәт хитайда нопусниң қериши вә әр аяллар нисбитиниң бузулушини тизләтмәктикән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка, б д т нопус фонди җәмийитигә ярдәм беришни тохтатти
- Б д т доклатида хитайда бовақларниң өлүш нисбитиниң юқирилиқини ашкарилиди
- Америка б д т дин хитайдики пиланлиқ туғут программисини тохтитишини тәләп қилди
- Хитай һөкүмити, әмгәк билән өзгәртиш лагирида йетиватқан шаңхәйлик аялниң тинчлиқни бузғанлиқи үчүн бу җазаға учриғанлиқини билдүрди
- Хитайниң пиланлиқ туғут сияситигә қарши чиққучи қийин-қистаққа елинди