Хитайда пиланлиқ туғутқа қарши паалийәтчи уруп яриландурулди
2005.10.05
Хитай һөкүмәт даирилириниң мәҗбурий бала алдуруш җәрянидики зораванлиқлирини паш қилған хитай паалийәтчиси чин гуаңчин намәлум кишиләр тәрипидин уруп яриландурулди.
Ройтрис агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, әма паалийәтчи чин гуаңчин бу йилниң бешида, шәндуңниң лиңҗе шәһиридә йүз бериватқан бала алдуруш вә пиланлиқ туғут сияситини йолға қоюш җәрянидики һәр хил зораванлиқларни ташқи дуняға паш қилған. Йәрлик һөкүмәт даирилири шундин кейин, уни нәзәрбәнд астиға елип, униң телефони вә компютерини үзүвәткән иди.
Бу ишқа көңүл бөлгән үч адвокат сәйшәнбә күни лиңҗеға берип, униң билән қисқиғинә көрүшкәндин кейин, чен гуаңчин намәлум кишиләр тәрипидин уруп , кочиға ятқузулуп қоюлған. Бир мәһәллидешиниң билдүрүшичә, униң бир қанчә йери кесилип қаниған, биләк вә пачақлири яриланған болсиму, йәрлик һөкүмәт әмәлдарлири уни дохтурға апиришни рәт қилған.
Шәндуң леңҗедики пиланлиқ туғут хизмитидики қанунсиз қилмишлар ашкариланғандин кейин, хитайниң мәмликәтлик пиланлиқ туғут комитетиму буни етирап қилған. Пиланлиқ туғут комитети алақидар әмәлдарларни тәкшүриватқанлиқини билдүргән. Әмма чин гуаңчинниң мәһәллидешиниң билдүрүшичә, пиланлиқ туғутни йолға қоюш җәрянида башқиларниң һоқуқини дәпсәндә қилған әмәлдарларниң һазирғичә һечқайсиси җазаланмиған. Бәзилири техи чин гуаңчинниң ишики алдида давамлиқ "вәзипә" өтәватқан икән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һамилдарларни бала алдурушқа мәҗбурлиған әмәлдарларниң мәсулийити сүрүштүрүлидикән
- Хитайниң туғутни контрол қилиш сияситидә өзгириш болмайдикән
- Америка, б д т нопус фонди җәмийитигә ярдәм беришни тохтатти
- Б д т доклатида хитайда бовақларниң өлүш нисбитиниң юқирилиқини ашкарилиди
- Америка б д т дин хитайдики пиланлиқ туғут программисини тохтитишини тәләп қилди