Пиланлиқ туғут сәвәбидин шәншидики 11 нәпәр әмәлдар хизмитидин еливетилди


2006.05.07

Шәнши өлкисиниң мәлум бир йезисидики бир деһқан әр-аял 23 йил ичидә 9 балилиқ болғанлиқи сәвәбидин, бу йезидики 11 нәпәр мәсул әмәлдар хизмитидин елип ташланған вә иккиси қолға елинған.

Хитай шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, шәншиниң давгов йезисидики сабиқ пиланлиқ туғут ишлириға мәсул мудири фаң билән сабиқ партийә ячейка мәсули йү, һоқуқтин қалаймиқан пайдилиниш вә парә елиш җинайити билән қолған елинған. Қалған 11 нәпәр әмәлдарниң вәзиписи елип ташлинип, партийә вә һөкүмәт ичидә җазаланған.

Мәзкур йезидики бир җүп әр-аял 1982‏-йилдин башлап таки өткән йили 12‏-айғичә илгири-ахир болуп 9 балап тапқан. Бу җәрянда йезидики мунасивәтлик рәһбәрләр улардин парә елип, һәқиқий әһвални ялған доклат қилип кәлгән икән.

Хитай һөкүмити бир балилиқ болуш пиланлиқ туғут сияситини йолға қойғандин буян, буниңға четилған кишилик һоқуқ мәсилилири бир қәдәр көп көриливатқан болуп, бу мәсилә хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң деққитини тартип кәлмәктә. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.