Хитайда миңлиған амма "пиланлиқ туғут сиясити "гә қарши намайиш қилди


2007.05.21

Дүшәнбә күни ғәрбий җәнуби хитайдики миңлиған амма қозғилип һөкүмәтниң "пиланлиқ туғут сиясити" ни қаттиқ йүргүзүп еғир җәриманә қоюш қилмишлириға қарши намайиш қилди.

Хоң коңдин чиқидиған миңбав гезитиниң хәвиригә қариғанда, гуаңши өлкисиниң йүлин шәһири бобәй наһийә тәвәсидә йүз бәргән мәзкур намайишта, намайишчилар машиниларни уруп-чаққан вә от қойған. Кейин йүлин шәһири 600 нәпәр намайишини тинҗитқучи сақчи қисмини һәрикәткә кәлтүргән.

Мәлум болушичә, намайишчи амма билән һөкүмәт әмәлдарлири бир- биригә таш кесәкләрни етишип һуҗум қилишқан. Һазирғичә, тоқунушта бир адәм яриланған. Ббк ниң бәзи әпқачти гәпләрдин нәқил елип көрситишичә, тоқунуш җәрянида бир пиланлиқ туғут хадими уруп өлтүрүлгән икән.

Һазирғичә бобәй наһийә тәвәсидики он нәччә йезида бир нәччә қетим намайиш йүз бәргән. Лекин шаби йезисида 19 - майдин буян давамлишип келиватқан бу намайишқа 50 миңдин артуқ адәм қатнашқанлиқи мөлчәрләнгән болуп, бу қетимқиси шуларниң ичидики әң чоңи икән. Намайиш җәрянида һазирғичә, 30 нәччә адәм қолға елинған.

Мәзкур намайишини кәлтүрүп чиқарған асаслиқ амил болса, пиланлиқ туғут сияситини йүргүзүш җәрянидики қаттиқ қол җәриманә сиясити икән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.