Хунән пиланлиқ туғут қануниға хилаплиқ қилғучилардин 8 һәссә өрлитип җәриманә алмақчи
2007.07.25
Хитай ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, хунән өлкиси пиланлиқ туғут қануниға хилаплиқ қилғучилардин 8 һәссә өрлитип җәриманә елишни пиланлаватқан икән.
25 - Июл күни, ройтерс агентлиқи шинхуа агентлиқиниң бу һәқтә бәргән хәвирини нәқил кәлтүрүп көрситишичә, хунәндә алдинқи айда һөкүмәт әмәлдарлири вә муһим әрбаблардин болуп икки миңға йеқин кишиниң пиланлиқ туғут қануниға хилаплиқ қилғанлиқи ашкариланғандин кийин, һазир хунән өлкилик хәлқ қурултийи пиланлиқ туғут қануниға хилаплиқ қилғучиларға еғирлитип җәриманә қоюш үстидә мақулланған қанун лайиһиси үстидә музакирә елип бериватқан икән.
Хәвәрдә көрситилишичә, қанунсиз бала алғанларға йәнә алдинқи йилидики омумий киримниң алтә яки сәккиз һәссигичә тоғра кәлтүрүп җәриманә қоюлидиғанлиқи көрситилгән.
Хунән өлкиси пиланлиқ туғут комитетидики бир әмәлдар шинхуа агентлиқиға: " иқтисади кирими яхши аилиләр үчүн җәриманә бәк аз болуп қалдимикин, шуңа биз иҗтимаий адаләтни қоғдаш үчүн җәриманә соммисини ашурдуқ" дәйду.
Хәвәрдә мәлум болушичә, хунән өлкисидә 2000- йилидин 2005- йилғичә болған арилиқта 1980 нәпәр һөкүмәт әмәлдари вә башқилар пиланлиқ туғут сияситигә хилаплиқ қилған болуп, уларниң арисида 21 нәпәр дөләтлик вә өлкилик хәлқ қурултийи вәкиллири, 24 нәпәр сиясий мәслиһәтчиләр вә 112 нәпәр карханичилар бар.
Буларниң ичидики бирәйлән хитай дөләтлик хәлқ қурултийиниң әзаси болуп 4 балиси вә төт ашниси бар икән. Бундақ һәрикәтләр җеҗяң вә хунән өлкилиридиму башланған. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Гуаңшида пиланлиқ туғут тоқунуши пәйда қилған әмәлдарларни сотлаш үчүн адвокатлар һәқсиз мулазимәткә тәйяр
- Гуаңши өлкисидә йүз бәргән пиланлиқ туғутқа қарши топилаң техи тинҗимиди
- Гуаңшидики деһқанларниң пиланлиқ туғутқа қарши қозғилиңи сақчилар тәрипидин бастурулди
- Хитайда миңлиған амма "пиланлиқ туғут сиясити "гә қарши намайиш қилди
- Хитайдики җинсий тәңпуңсизлиқ вә җәмийәт зораванлиқиниң мәнбәси
- Хоңкоң һөкүмити һамилдар аялларниң хитай чоң қуруқлуқидин хоңкоңға келип йәңгишини чәклиди
- Хитайда пиланлиқ туғутқа қарши паалийәтчи уруп яриландурулди
- Америка б д т дин хитайдики пиланлиқ туғут программисини тохтитишини тәләп қилди