Хубей өлкисидә өткән йили 93 миң адәм пиланлиқ туғут сияситигә хилаплиқ қилған
2008.01.07
Хитай ахбарат вастилири тарқатқан хәвәрләргә қариғанда, хитайниң хубей өлкисидә 500 нәпәр хадим пиланлиқ туғут сияситигә хилаплиқ қилғанлиқи үчүн партийидин қоғлап чиқирилди. Шинхуа агентлиқида көрситилишичә, хубей өлкисидә өткән йили 93 миң адәм хитайниң пиланлиқ туғут сияситигә хилаплиқ қилған болуп, буларниң ичидә йүзлигән һөкүмәт әмәлдарлириму бар икән.
Гәрчә хитайда пиланлиқ туғут сияситигә хилаплиқ қилғучиларға қоюлидиған җәриманә еғир болсиму, хитайдики бай содигәрләр, даңлиқ чолпанлар бундақ чиқимларни төләп берәлигәчкә туғут сияситигә халиғанчә хилаплиқ қилған.
Хәвәрдә көрситишкә йәнә, илгири хубейдики бир кишигә пиланлиқ туғут сияситигә хилап һалда иккинчи балини алғанлиқи үчүн 770миң йүән җәриманә қоюлған болуп, бу киши һазирчә 100 миң йүәнни төлигән болсиму қалған қисмини техи төлимигән.
Һазир хитайда 1 милярд 300 милйондин артуқ адәм яшайдиған болуп, бу пүтүн дуня нопусиниң 20 пирсәнтини тәшкил қилиду. Хитай һөкүмитиниң пиланиға қариғанда 2020 - йилиға барғанда пүтүн хитай нопуси 1 милярд 450 милйон әтрапида контрол қилинидикән.
Хитайда пиланлиқ туғут сиясити 1970 - йиллардин башлап йүргүзүлгән болуп, мәзкур сиясәт дәслипидә бирхил хәйирлик иштәк көрситилгән болсиму, әмма барғанчә мәзкур сиясәт хитайниң иҗтимаий муқимлиқиға йошурун тәһдитләрни елип кәлмәктә.
Хитайда оғул бала әзиз, қиз бала хар көрүлгәчкә, хитайниң пиланлиқ сиясити түпәйли, пәқәт бирдин артуқ бала елиш имканийити йоқ хитайлар қиз балини туғмай оғул пәрзәнт көрүшни таллап кәлгәчкә һазир хитайда оғул- қиз нисбити җәһәттә интайин зор тәңпуңсизлиқ мәйданға чиқти.
Мәлум болушичә, 2020- йилға кәлгүчә, 40 милйонға йеқин хитай әр той йешидики қизлар кәмчил болуши сәвәбидин хотунисиз қелиши мумкин икән.
Хитай пиланлиқ туғут сияситини уйғур елидиму интайин қаттиқ йүргүзгән болуп, 80- йилларниң кейинки йерими вә 90 йилларда һәтта туғут мәзгили йеқинлишип қалған аялларни пиланлиқ туғут хадимлири мәҗбури машиниға бесип апирип оператисйә қилдуруп балисини ташливетишкә мәҗбурланған әһвалларму көрүнгән иди.
Хитайниң бухил адәм қелипидин чиққан қилмишлири дуняниң һәрқайси җайлиридики инсан һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ әйиблишигә учрап кәлмәктә. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда байлар вә әмәлдарлар пиландин сирт пәрзәнт көрмәктә
- Хитай даирилири пиланлиқ туғут сияситини изчил күчәйтмәктә
- Әр-аял нисбитидики тәңпуңсизлиқ, хитай рәһбәрлирини әндишләндүрмәктә
- Хитай пиланлиқ туғут комитети қопал шоарларни чәклиди
- Хитай һөкүмити һамилидар болған қиз оқуғучилар алий мәктәпләрдин чиқирилишини чәклиди
- Хунән пиланлиқ туғут қануниға хилаплиқ қилғучилардин 8 һәссә өрлитип җәриманә алмақчи
- Гуаңшида пиланлиқ туғут тоқунуши пәйда қилған әмәлдарларни сотлаш үчүн адвокатлар һәқсиз мулазимәткә тәйяр
- Гуаңши өлкисидә йүз бәргән пиланлиқ туғутқа қарши топилаң техи тинҗимиди
- Гуаңшидики деһқанларниң пиланлиқ туғутқа қарши қозғилиңи сақчилар тәрипидин бастурулди
- Хитайда миңлиған амма "пиланлиқ туғут сиясити "гә қарши намайиш қилди