Хитай хәлқ банкиси аманәт қәрз өсүмини көпәйтти
2004.10.29
Хитай хәлқ банкиси пәйшәнбә күни қарар чиқирип, хитайдики пул - муамилә органлириниң аманәт қәрз өсүмини юқири көтәрди. Шундақла аманәт - қәрз өсүминиң районлар оттурисида пәрқлиқ болушиға йол қойған. Хәлқ банкисиниң қарари бойичә аманәт қәрз соммисиниң йиллиқ өсүми һазирқи ٪ 5.31 Тин ٪ 5.58 Гә өстүрүлгән. Хәлқ банкисиниң тор бетидә билдүрүшичә, аманәт қәрз өсүмини юқири көтүрүш байлиқниң иқтисади васитиләр арқилиқ тәқсим қилинишиға пайдилиқ болуп, карханилар мәбләғни чаңгилиға еливелишниң алдини алиду дәп көрсәткән.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, нөвәттә хитайда мәбләғниң көпийиши билән иқитисадниң қизип кетиш әһвали еғир болуп, мал баһасиниң өрлиши йеқинқи 7 йилдин бериқи әң юқири сәвийигә йәткән . Шундақла йәнә хәлқ пулиниң қиммити ешип кетиштәк әһвалға дуч кәлгән. Мутәхәссисләр, хитайниң ноқул мәмурий вастиларға тайинип иқтисадтики қизип кетиш вәзийитигә хатимә берәлмәйдиғанлиқини билдүрмәктә. Хәлқ банкисиниң қараридин кейин җүмә күни хитайда долларниң һәр қайси асаслиқ пуллар билән болған алмаштуруш қиммити тез арида өзгәрди. Долларниң пул- муамилә базиридики көрсәткүчи 86 гә йеқинлишип, 85.89 Ға чиққан. (Әркин)