Мутәхәссисләр хитайниң аманәт қәрз өсүмини юқири көтәргәнликигә һәр хил баһа беришти
2004.10.31
Хитай һөкүмити йеқинда аманәт қәрз өсүмини юқири көтәргәнликини җакарлиғандин кейин, мутәхәсисләрхитайниң аманәт қәрз өсүмини туюқсиз юқири көтүрүши мәбләғ селишниң қизип кетиши билән мал баһасиниң өрләп кетишини контрол қилиш җәһәттә анчә чоң рол ойнимайду, дәп қариған.
Анализчиларниң қаришичә, хитайдики пул пахаллиқиниң қәдими тизгинләнмисә хитай һөкүмити келәр йилиму аманәт қәрз өсүмини өстүрүшкә мәҗбур болуши мүмкин. Америкилиқ анализчилар, хитай һөкүмити иқтисади тәрәққият сүрити рошән дәриҗидә астилимиғичә аманәт қәрз өсүмини давамлиқ өстүрүши мүмкин, дәп қаримақта.
Америка һөкүмитидики әмәлдарлар, хитайниң аманәт қәрз өсүмини өстүрүш тәдбири буш һөкүмитиниң хәлқ пули билән долларниң қиммитини тәңшәш йолидики бесиминиң нәтиҗиси дәп қаримақта. Бирақ хитай әмәлдарлар аманәт қәрз өсүмини юқири көтүрүш қарари, хитай иқтисадиниң һәддидин зиядә қизип кетишини тизгинләш тәдбириниң бир қисими дәп чүшәндүргән. Хитай иқтисадиниң тәрәққият сүрити йеқинқи 10 йилдин бери йилиға 8 - 9 ٪ әтрапида өсүп бериватқан болуп, бу вәзийәт хитай иқтисадиниң қизип кетишидәк әһвални кәлтүрүп чиқарған. Иқтисадниң қизип кетиши пул пахаллиқиға йол ачқан. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай хәлқ банкиси аманәт қәрз өсүмини көпәйтти
- Әнхүйдә он миңдин артуқ пинсийигә чиққан ишчи намайиш өткүзди
- Хитай һөкүмити нопус партлаш долқуниға дуч келиватқанлиқини етирап қилди
- явропа бирлики хитай тоқумичилиқ мәһсулатлириға етибар бериш түзүмини әмәлдин қалдурмақчи
- Хитай, хәлқ пули қиммитини монопол қилиш һәққидики әйипләшни рәт қилди