Хитай һөкүмити мәҗбурий көчүрүш қилмишлирини йоқитидиғанлиқини билдүрди
2004.09.29
Хитай һөкүмити йәр земин ичиш қурулушлири җәрянида, зораванлиқ билән пуқраларни көчүшкә мәҗбурлиған әмәлдарларни қаттиқ җазалайдиғанлиқини билдүрди.
Ройтирс ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда,хитай алий тәптиш мәһкимисиниң муавин тәптиш башлиқи җаң кен чаршәнбә күни "деһқанчилиқ йәрлирини игиләш вә өйләрни чеқиш җәрянида, өз һоқуқини қалаймиқан ишлитип, пуқраларниң мал мүлкигә дәхли- тәруз йәткүзгән әмәлдарлар чоқум қаттиқ җазалиниду" дәп билдүргән. У йәнә, "мәҗбурий көчүргәнлик пуқраларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилғанлиқ" дәп көрсәткән.
Хитайда, җүмлидин уйғур елидә зораванлиқ билән мәҗбурий көчүрүш әһваллири көп көрүлидиған болуп, бу йил 3 - айда һәтта қәшқәр шәһиридики бир қурулуш ширкити өйидин көчүшкә унимиған бир қери кишини, өйини мәҗбурий өрүш җәрянида бесип өлтүрүп қоюштәк вәқәни чиқарған иди.
Хитай һөкүмити мәҗбурий көчүрүш җәрянида зораванлиқ ишләткән әмәлдарларни қаттиқ җазалайдиғанлиқини билдүргән бир вақитта, һөкүмәт әмәлдарлириниң бу қилмишлири үстидин әрз сунуш үчүн бейҗиңға кәлгән әрздарларни тутуп бастурмақта. (Арзу)