Али сот мәһкимиси деһқанларниң йәр- земин һоқуқи тоғрисидики қанунға изаһат бәрди
2005.07.29
Хитай али сот мәһкимиси җүмә күни қанунға чүшәндүрүш берип, йәрлик сот мәһкимилирини қолида тохтамнамиси бар диһқанларниң йәр - зимин һоқуқини қоғдашни тәләп қилди.
Шинхуа ахбарат агентлиқиниң тәкитлишичә, хитай али сот мәһкимисиниң муавин башлиқи хуаң соңйо, җүмә күни бейҗиңда мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирип, али сотниң қарари бойичә, йәрлик сотлар давагәрләрниң йәр - земин һоқуқиға даир әрзнамисини қобул қилиши керәк, дәп көрсәткән. Хуаңниң тәкитлишичә, әгәр давагәрниң қолида йәр тохтамнамиси болса, уларниң һоқуқи дәхли - тәрүзгә учримаслиқи керәккән.
Шинхуа ахбарат агентлиқи бәзи районларда йәрлик даириләрниң ширкәтләр билән тил бириктүрүп, деһқанларниң йәр - земин һоқуқиға дәхли - тәрүз қиливатқанлиқини билдүрди.
Көзәткүчиләрниң тәкитлишичә, али сотниң қарари уйғур аптоном районида деһқанлар үчүн иҗабий хәвәр һесаблинидикән. Чүнки қизилсуда атуш шәһиридики даириләр шорухтики деһқанларни йәр- земинини "җүнтоң" дәп атилидиған бир ширкәткә сетишқа мәҗбурлиған.
Уйғур аптоном райониниң рәиси исмайил тиливалди "җүнтоң" ниң баш мудирини қобул қилғанда, мәзкур ширкәткә қизилсу, хотән вә қәшқәрдики йәр - земин тиҗаритини асанлаштуруш беридиғанлиқини вәдә қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ички моңғулда 2000 дәк кәнт аһалиси сақчилар билән қаттиқ тоқунушқан
- Һөкүмәтниң деһқанларниң йерини мәҗбурий тартивилиши нәтиҗисидә бир хитай деһқан өзини өлтүрүвалған
- Хитай деһқанлар йәр - земин давасида һөкүмәтни йәңди
- Олимпик қурулушида йеридин айрилған деһқанлар намайиш қилғанлиқи үчүн тутқун қилинди
- Хитай террорчилиққа қарши қанун бекитмәкчи