Вин җябав юқири қатламдики малийә тәкшүрүш хизмитини қанун бойичә бир тәрәп қилишни тәләп қилди
2006.07.06
Хитай баш министири вен җябав, 5 - июл дөләт кабинти даими һәйәтләр йиғинида, ли җиңхуа ашкарилиған мәркизи орган юқири қатламлирида йүз бәргән қанунсиз қилмишлар үстидин тәкшүрүш елип беришни тәләп қилди.
Хитай хәвәр агентлиқиниң 6 - июл күнидики хәвиригә қариғанда, өткән йили хитайниң юқири қатлам органлирида 106 қетим қанунға еғир дәриҗидә хилаплиқ қилиш дилоси йүз бәргән болуп, бүгүнгә қәдәр 176 адәмниң мәсилиси қанун бойичә бир тәрәп қилинған, қалған 762 адәмниң бир қисимлириға агаһландуруш вә бир қисимлириға мәсилиниң дәриҗисигә қарап йиник вә еғир дәриҗидә җаза берилгән.
Хитайда " башқиларни рәнҗитиштин қорқмайдиған адәм " дәп даң чиқарған баш тәптиш ли җиңхуа, 1999 -йили 6 - айда тунҗи қетим юқири қатлам органлири үстидин тәкшүрүш елип берип доклат тәйярлиғандин буян, һәр йили мәркизи һөкүмәт органлирида иқтисадий хиянәтчилик мәсиллиири ашкарлинишқа башлиған.
Бу йил 64 яшқа киргән баш тәптиш ли җиңхуа хитай мәтбуатлириниң 2004 - йиллиқ даңлиқ әрбаб дигән намиға еришкән болуп, уни кишиләр " тәптиш хәнҗирини мәркизи һөкүмәттики алий һоқуқлуқ кишиләргә санҗиди " дийишидикән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хоңкоң мутәхәссислири: ху җинтавниң чирикликни түгитиш үчүн қолланған кәскин тәдбири йоқ
- Хитай деңиз армийиси муавин қомандани ваң шуйе вәзиписидин елип ташланди
- Хитай тәптиш идариси һөкүмәттики чоң хиянәтчилик вәзийитини байқиди
- Бейҗиң олимпик қурулушиниң муавин рәһбири хиянәтчилик сәвәбидин тәкшүрүлди
- Бейҗиңниң муавин шәһәр башлиқи хиянәтчилик билән әйибләнди