Қара хумдан вәқәсигә алақидар 95 нәпәр һөкүмәт хадимиға җаза берилди
2007.07.16
Хитайниң шәнши өлкисидә мәйданға кәлгән қара хумдан қул ишчилиқ вәқәси паш болғандин кийин хитай һөкүмити бу вәқәгә алақидар һөкүмәт әмәлдарлири вә сақчи даирилиридин болуп нурғун кишиләрни қолға алған иди.
Ройтерс агентлиқиниң 16- июл күни бейҗиңдин хәвәр қилишичә, шәнши һөкүмити дүшәнбә күни сот һөкүм нәтиҗисини елан қилған болуп, шәнши тәвәсидики линфен вә йүнчең шәһәрлиригә тәвә 8 наһийидин кәлгән қара хумдан вәқәсигә алақидар 95 нәпәр һөкүмәт хадимиға җаза бәргән . Уларға вәзиписидин қалдуруш, дәриҗисини төвәнлитиш, партийидин һәйдәп чиқириш вә агаһландуруш қатарлиқ җазалар берилгән.
Шәнши өлкилик партком интизам тәкшүрүш комитетидики юқири дәриҗилик әмәлдар яң сенлинниң билдүрүшичә, қара хумдан сәтчиликиниң мәркизи болған хуңтуң наһийиси парткомниң муавин секретари партийидин қоғлап чиқирилған вә башқа алтә нәпәр һөкүмәт әмәлдариниң җинайи қилмишлири ичкириләп тәкшүрүлмәктә икән.
яң: "хумдан игилириниң бивастә мәсулийитидин башқа, "қара хумдан" вәқәси, асасий қатлам партийә әмәлдарлириниң назарәттики бошаңлиқи вә хизмәттики бихәстилики сәвәблик келип чиққан" дәйду.
Алдинқи айда шәнши вә башқа җайлардики "қул ишчи" сәтчиликигә четишлиқи бар хумдан вә кан игидарлиридин 130 дин көпрәк киши қолға елинған вә 500 дин артуқ "қул ишчи" азат қилинған иди.
Бу айниң бешида, мәзкур игидарлар үстидин сот ечилған болсиму, һазирғичә нәтиҗә елан қилинмиди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Иш ташлап намайиш қилған аққун ишчилар һуҗумға учриди
- Җисманий хорлуққа учриған "қул ишчилар" ниң сани 53 миңға йәткән
- Шәншидики "қара хумдан" вәқәсидә сақчи вә йәрлик әмәлдарларниң қоли бар
- Ишчиларни хорлаш қилмишлири давамлиқ паш болмақта
- Шәншидики қара хумданлиқтин йәнә 80 қул ишчи қутқузулди
- Хитайда бу йил 24 милйон адәм ишсизлар сепигә қошулидикән
- Хитай талантлиқ адәмлиридин айрилип қалмақта
- Хитай һөкүмити келәр йили 15 милйон адәмгә иш тепип берәлмәйду
- Хаңҗуда 3000 нәпәр ишчи - хизмәтчи намайиш өткүзди