Хитай банкилиридики пассип қәрз миқдари хитай елан қилғандинму көп
-
2006-05-03 -
-
-
Әнглийидә чиқидиған малийә вақти гезитиниң хәвәр қилишичә, нөвәттә хитай банкилиридики пассип қәрз миқдари 900 милярд америка доллириға йәткән болуп, бу сан хитай һөкүмити елан қилғандинму көп икән.
Хитайниң пассип қәрз мәсилисигә аит бу доклатни даңлиқ хәлқара боғалтирийә ширкити болған ернест әнд яң ширкити елан қилған болуп, хитайниң дөләт игиликидики 4 чоң банкисиниңла 358 милярд америка доллирилиқ пассип қәрзи бар икән. Бу сан хитай даирилири елан қилғандин икки һәссә көп болған.
Малийә вақти гезитиниң хәвиридә көрситилишичә, хитайниң бундақ зор пассип қәрзгә боғулуп қелишидики сәвәб, асаслиқи иқтисатниң тез сүрәттә ешишиға әгишип, банкиларниң тарқатқан қәрз пул бериш миқдариму җиддий ашқан. Пассип қәрз хитайниң дөләт игиликидики банкилирида көрүлүпла қалмай, дөләт игиликидики мәбләғ ширкәтлири һәтта нурғун йеза районлиридики қәрз бериш органлириғичә четилған.
Хитай малийә сестимисида пассип қәрзниң бундақ көпийип кетиши, хитайниң 4 чоң дөләт игиликидики банкисиниң хәлқара малийә базириға киришигә тосқунлуқ қилидикән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай дуня бойичә ташқи перивот записи әң көп дөләткә айланди
- Хитай хәлқ пулиниң қиммитини өстүрди
- Америка малийә әмәлдарлири хитай пулиниң тегишиш қиммити мәсилисигә җиддий қаримақта
- Хитай мәркизи банкиси хәлқ пулиниң қиммити өзгәргәнликини җакарлиди
- Хитай, хәлқ пулиниң қиммитини сентәбиргичә өзгәртишкә мақул болди