Санаәтләшкән йәттә дөләт хитайдин хәлқ пулиниң тегишиш қиммитини қоюветишни тәләп қилди
2005.04.17
Санаәтләшкән йәттә дөләтниң малийә министирлири шәнбә күни вашингтонда йиғин ечип, хитайниң хәлқ пулиниң тигишиш қиммитини қаттиқ контрол қилишиниң пүтүн дуня иқтисадида тәңпуңсизлиқни кәлтүрүп чиқириши мумкинликини көрсәтти һәмдә хитай һөкүмитини бу һәқтә әйиплиди.
Әнгилийә, канада, франсийә, гирманийә, италийә, японийә вә америкиниң малийә министирлири йиғинда хитайдин хәлқ пулиниң тегишиш қиммитини әркин қоюветишни тәләп қилди.
Әнгилийә б б с радио - телевизийисиниң хәвиригә қариғанда, хитай санаәтләшкән йәттә дөләт гуруһиниң әзаси болмисиму, бирақ йәттә дөләт гуруһи хитай вәкиллирини йиғинға тәклип қилған. Әмма хитай һөкүмити йиғиниға вәкил әвәтишни рәт қилған.
Анализчиларниң көрситишичә, хитайниң бу ипадиси, униң хәлқ пулиниң тегишиш қиммитини америка доллириға четиштәк, турақлиқ тегишиш қиммити түзүмини қоғдаватқанлиқидин дерәк беридикән.
Хитай өткәнки 10 йилдин буян, бир долларни сәккиз йүән 28 фуңға тегишиштәк , тегишиш қиммитини сақлап кәлмәктә. Америка, әнгилийә башчилиқидики көплигән дөләтләр хитай һөкүмитиниң хәлқ пулиниң қиммитини қәстән төвән тутуп, ташқи содини тез ашуриватқанлиқидин нарази болмақта. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Долларниң хитай ғәзинисидики чәтәл перивотида игилигән нисбити төвәнлиди
- Хитай һөкүмити хәлқ пулиниң тегишиш қиммитини қоюветиш вақтини бекитишни рәт қилди
- Америка хитайға хәлқ пулиниң қиммитини көтүрүш һәққидә бесим ишлитишни ойлашмақта
- Хитайда ٪ 40 тин артуқ шәһәр аһалиси иқтисадий сәвәбтин дохтурға көринәлмәйдикән
- Мутәхәссисләр хитайниң аманәт қәрз өсүмини юқири көтәргәнликигә һәр хил баһа беришти