Хитай қийнап иқрар қилдурушни чәкләйдиған йеңи бәлгилимә чиқарди


2006.07.28

Җуңго даирилири тутқунларни қийнап иқрар қилдурушни чәкләйдиған йеңи бәлгилимә чиқирип, буниңға хилаплиқ қилған әдлийә хадимлириниң җинайи җавабкарлиқи сүрүштүрүлидиғанлиқини елан қилди.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә,җуңго алий тәптиш мәһкимиси чиқарған "җинайи дилоларда һоқуқини қалаймиқан қолланғанлар үстидин дило турғузушниң өлчими һәққидики бәлгимиси"дә, тунҗи қетим дило турғузулидиған вәқәләрниң өлчимини тәпсилий чүшәндүргән. Йеңи бәлгилимидә бу җинайәтни " әдлийә хадимлириниң җинайәт гумандари вә әйибләнгүчигә тән җазаси бериш яки шәкли өзгәргән усуллар билән тән җазаси бериш қилмишидур " дәйду.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, сақчилар гумандарларни урса, бағлиса, қийнаш үскүнилирини қанунсиз ишләтсә яки ач қоюш, музлитиш, аптапқа қақлаш вә кишән селиш қатарлиқ усуллар билән иқрар қилдуруп, гумандарларниң саламәтликигәзиян йәткүзсә вә өлүшини кәлтүрүп чиқарса җинайи җавабкарлиққа тартилидикән.

Алий тәптиш мәһкимисиниң муавин баш тәптиши ваш җенчүән, "бу бәлгилимә кишилик һоқуқни техиму көринәрлик дәриҗидә капаләткә игә қилиду " дәйду. Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай даирилирини мәһбусларға тән җазаси бәрмәктә вә гумандарларни қийнап иқрар қилдурмақта, дәп әйибләп кәлди.

Б д т кишилик һоқуқ комитетитиниң тән җазасини тәкшүрүш әмәлдари манфрид новак, бу йил 3 - айда елан қилған җуңгони тәкшүрүш доклатида " җуңго әдлийә түзүми иқрар қилдурушни асас қилған " дәп әйиблигән иди. У, болупму тибәт вә уйғур мәһбуслириға омумйүзлик тән җазаси берилидиғанлиқини тәкитлигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.