Қирғизистанда қизил гүл инқилабиниң 2 йиллиқи хатириләнди
2007.03.24
Қирғизистан хәлқи 24- март күни қизил гөл инқилаби дәп аталған, әсқәр ақайиф һакимийитиниң хәлқ қозғилаңи билән ағдурулғанлиқиниң 2 йиллиқини дағдуғилиқ мурасимлар билән хатирилиди.
Икки йил бурун дәл мушу күни, қирғизистанниң пайтәхти бешкәк шәһириниң мәркизидә топланған 30000 әтрапидики намайишчи, президент сарийиға һуҗум қилған. Намайишчиларниң президент сарийиға һуҗум қилиш алдида турғанлиқидин хәвәр тапқан президент ақайиф аилиси билән бирликтә қирғизистандин қечип, русийидә панаһланған. Әсқәр ақайифдин кейин һакимийәт бешиға кәлгән президент бақийиф, 24- март күнини рәсмий тәтил күни дәп елан қилған.
Лекин, қирғизистанда йүз бәргән қизил гөл инқилаби дәп аталған сиясий өзгириштин узун өтмәй, әсқәр ақайиф һакимийитини ағдурушта муһим рол ойниған сиясий рәһбәрләр оттурисида ихтилап чиқишқа башлиди. Бүгүн қизил гү енқлабиға қатнашқан вә бу күнни рәсими тәтил күни дәп елан қилиши үчүн президент бақийифқа бесим қилған филикис қолуф қатарлиқ сиясий рәһбәрләр бақийифгә қарши мәйданда туруп, униңға қарши сиясий күрәш елип бармақта. (Қанат)