Хитай һөкүмити қорал екиспорт қилиш бәлгилимилирини ақлиди
2004.11.04
Хитай һөкүмити пәйшәнбә күни баянат елан қилип, өзиниң қорал -ярақ екиспорт қилиштики тәдбирлирини ақлиди. Буниң алдида, америка һөкүмәт әмәлдарлири хитайни башқа әлләргә кәң көләмдә қирғинчилик характерлиқ қоралларни тарқитиш паалийәтлири билән шуғулланған дәп әйиблигән иди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң билдүришичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җаң чийө хитайниң қорал екиспорт қилиштики қанун бәлгилимилириниң интайин чиң икәнликини көрсәткән.
Хитай һөкүмити өткән декабирда башқурулидиған бомба, ядро вә био- химийилик қоралларни екиспорт қилишни контрол қилидиған түнҗи бәлгилимисини чиқарған. Бирақ америка һөкүмити хитай ширкәтлирини иран, пакистан вә башқа дөләтләргә башқурилидиған бомба техникиси екиспорт қилиш билән шоғуллиниду дәп әйиблигән еди.
Өткән һәптиниң ахири америка муавин ташқи ишлар министири җон болтун хитайни әйибләп, хитайниң башқа дөләтләргә кәң көләмдә қирғинчилиқ характерлиқ қоралларни тарқитиш билән шуғуллиниватқанлиқини көрсәткән вә хитайниң японийидә өткүзүлгән ядро қоралларниң кеңийишини чәкләш маневериға қатнишишни рәт қилғанлиқидин әпсусланғанлиқини билдүргән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәйвән келәр йили америкидин алдин чарлаш айрупилани сетивалмақчи
- Тәйвән дөләт мудапиә министирлики хитайни нишанлиған һәрбий хираҗәт доклатини елан қилди
- Җияң земин, тәйвәнгә қорал ишлитиштин ваз кәчмәсликни оттуриға қойди
- Хитай һөкүмити япунийигә тәһдид елип кәлмәйдиғанлиқини билдүрди
- Хитай ташқи ишлар министирлики америкиниң тәйвәнгә қорал сетип беришини әйиблиди
- японийә хитайдики 2 - дуня урушида қелип қалған химийилик қоралларни тазилайду