Хитай һөкүмити яврупа парламентиниң қорал чәклимисини бикар қилмиғанлиқиға наразилиқ билдүрди
2004.11.18
Хитай һөкүмити пәйшәнбә күни баянат елан қилип, яврупа бирликиниң хитайға қаратқан қорал ярақ чәклимисини бикар қилишни кишилик һоқоқ мәсилисигә бағлиғанлиқиға наразилиқ билдүрди.
яврупа парламенти чаршәнбә күни хитайниң кишилик һоқоқи хатириси яхшиланмиғичә, хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилмаслиқ һәққидә қарар алған иди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җаң чийө баянатида: " яврупа бирликиниң 15 йил бурун чиқарған хитайға қорал сатмаслиқ қарари соғуқ мунасивәтләр урушиниң мәһсули, бу хитай билән яврупа бирлики мунасивитиниң тәрәққиятиға уйғун кәлмәйду" диди. У йәнә яврупа бирликини икки тәрәп мунасивитигә пайдилиқ тәдбир елишқа чақирди.
яврупа бирлики 1989 - йилидики тийәнмин димукратик һәрикитидин кийин, хитайға қорал сетип бәрмәслик чәклимисини йолға қойған иди. Нөвәттә, фирансийә билән гирманийидин башқа яврупа бирликигә әза дөләтләрниң һәммиси бу чәклимини бикар қилишқа қарши туриду. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка һөкүмитиниң хитай тоқумичилиқ маллириға чәклимә қоюш әрзини қубул қилғанлиқи, хитайниң наразилиқини қозғиди
- яврупа бирлики сахта маллар мәсилисидә хитайни агаһландурди
- Германийә хитайға қаритилған имбаргуни бикар қилишқа қарши чиқти
- Америка тоқумичилиқ санаити һөкүмәттин хитай маллирини чәкләшни тәләп қилди
- Тәйвән армийиси бәш күнлүк һәрбий маневир башлиди
- Хитай һөкүмити қорал екиспорт қилиш бәлгилимилирини ақлиди
- Тәйвән келәр йили америкидин алдин чарлаш айрупилани сетивалмақчи
- Тәйвән дөләт мудапиә министирлики хитайни нишанлиған һәрбий хираҗәт доклатини елан қилди
- Җияң земин, тәйвәнгә қорал ишлитиштин ваз кәчмәсликни оттуриға қойди
- Хитай һөкүмити япунийигә тәһдид елип кәлмәйдиғанлиқини билдүрди