Хитай русийидин йәнә қорал сетивалди
2005.12.18
Хәвәрләрдин ашкарилинишичә, русийә билән хитай бәш йүз милйон доллар қиммитидики қорал –ярақ сода келишимигә қол қойған.
Америка авази радиосиниң учуридин қариғанда, москвадики бир қорал ярақ завути хитайға 150 нәччә данә айропилан һәркәтләндүргүчиси сетип бәргән болуп, бу һәрикәтләндүргүчи үскүниләрниң һәммиси русийидин киргүзүлгән SU-27 типлиқ күрәшчи айропиланларни өзгәртип ясаш үчүн ишлитилидикән.
Хитай бир тәрәптин русийиниң илғар күрәшчи айропиланлирини сетивалса, йәнә бир тәрәптин русийиниң бу саһәдики техникисиниму киргүзүп, өз алдиға ясаш үчүн тиришмақта. Хәвәрләргә қариғанда, 1996-йили, хитай русийә билән 200 данә су-27 типлиқ күрәшчи айропилан ишләп чиқиришниң рухсити һәққидә келишим түзүп, бу салаһийәткә еришкән, мәзкур келишим 2 йерим милярд долларға тохтиған болуп, мөһлити 15 йил болған иди. Шуңа һазир хитай мәзкур мөһләт тошқичә бу айропиланларни ясап пүттүрүшкә һәрикәт қилмақта.
Хәвәрдә йезилишичә, русийә хитайға сетип бәргән SU -27 типлиқ айропилан техникиси кона техника болуп, хитай тәрәп бу айропиландин йүзни ясап болғандин кейин дәрһал уни тохтитип, буниң орниға башқа илғаррақ айропиланни ясашқа киришкән.
Хәвәрләргә қариғанда, хитай һазир русийиниң әң чоң қорал-ярақ херидариға айланған. Икки дөләт арисидики һәрбий мунасивәтләрниң асаслиқ мәқсити қорал-ярақ содисиға қаритилған икән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай генерали җу чиңхуниң сөзи америка һөкүмитиниң диққитини қозғиди
- Хитай генерали зөрүр тепилғанда америкиға қарши ядро қорали ишлитишни тәшәббус қилди
- Хитай судандики қирғинчилиқ һәрикәтлирини қорал билән тәминлигән
- Хитай һөкүмити яврупа парламентиниң қорал чәклимисини бикар қилмиғанлиқиға наразилиқ билдүрди
- Тәйвән армийиси бәш күнлүк һәрбий маневир башлиди